Америка авам палатасида уйғурларға аит қарар мақулланди
2007.09.17
17 - Сентәбир чүштин кийин америка авам палатасида, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидики пәрзәнтлирини вә хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп бериш һәққидә хитай һөкүмитигә бесим ишлитидиған497 - номурлуқ қарар елинди.
497 - Номурлуқ бу қарарда "авам палата әзалири шуни билдүридуки, хитай хәлқ җумһурийити рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп бериши керәк һәмдә уйғурларға қаритилған мәдәний, тил, диний қатарлиқ қаттиқ бастуруш һәрикәтлирини қәтий тохтитиши шәрт" дәп көрситилгән .
Мәзкур қарар, палата әзалиридин рус- ләһтинен ханим, там лантос әпәнди, индиан вәкили буртон әпәнди, роһрабачер әпәнди, чабот әпәнди, пенсе әпәнди, питтс әпәнди, хонда әпәнди қатарлиқлар тәрипидин тәйярлинип, америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиға сунулған.
Йиғин җәрянида авам палата әзаси кирстофер симс әпәнди дунядики тәсири бар шәхсләрдин далай лама қатарлиқларни тилға елип: " тибәтләр үчүн далай лама болғинидәк уйғурлар үчүнму рабийә қадир ханим бардур" деди вә сөз ахирида у йәнә: " биз бүгүн ғәйрәтлик әмма қәлби чоңқур азабқа толған бир аниниң 'балилиримни қоювәт' дегән нидасиға җөр болимиз" деди.
Бүгүн мақулланған 497 - номурлуқ қарарда, хитай һөкүмитидин уйғурларниң тил, мәдәнийәт, вә диний һоқуқлирини нәзәргә елиш вә уларға чоқум капаләтлик қилиш, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини дәрһал қоюп бериш вә униң пәрзәнтлиригә болған нәзәрбәнд қилишни дәрһал аяғлаштуруш вә канада пуқраси һөсәйин җелилни дәрһал қоюп берип аилиси билән җәм қилиш қатарлиқлар тәләп қилинди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси бүгүн уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси мақуллиди
- Рабийә қадир америка президенти җорҗ буш вә униң ханими билән көрүшти
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң диний әркинлик вәзийитини тәнқид қилди
- Америка дөләт мәҗлиси җуңгоға мунасивәтлик қарар мақуллиди
- 2005 -Йиллиқ "демократийә" мукапати 3 нәпәр афғанистанлиққа берилди
- Рабийә қадир , америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқини паш қилди
- Рабийә қадир, хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
- Америкиниң хитайни тәнқид қилиш лайиһисидин ваз кәчкәнлики кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриди
- Америка хитайниң кишилик һоқуқини әйибләйдиған қарар лайиһиси сунмайдикән
- Америка хитайниң рабийә қадирни қоюп беришни тәләп қилди