Далай лама билән көрүшүш германийидә баш министир билән сотсиял демократлар арисида ихтилап яратти
Германийә баш министири ангела меркелниң 8 - айда тибәт рәһбири далай лама билән көрүшүши германийидә ангела меркел билән униң бирләшмә һөкүмитидики шерики сотсиял демократлар арисида ихтилап туғдурди.
Сотсиял демократлар партийисидин болған германийә ташқи ишлар министири валтер стейнмерниң меркелни тәнқид қилиш һәрикитидин кейин, бу қетим сотсиял демократларниң рәһбири курт бек пәйшәнбә күни меркелға һуҗум қилди. Курт бек, меркелни далай лама билән көрүшүш хитай билән шрөдер дәвридә орнитилған мунасивәткә зиян салди, дәп әйиблигән.
Шрөдер дәвридә хитай - германийә мунасивити наһайити раваҗ тапқан болсиму, лекин у, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә тибәт һәм уйғур елидики зораванлиқиға көз юмди, дәп әйибләнгән иди. 2009 - Йилдики сайламда сотсиял демократларниң баш министир намзати болуш еһтимали зор, дәп қариливатқан курт бекниң һуҗуми, германийә бирләшмә һөкүмитидә тәрәпләрниң мунасивитини йәнә җиддийләштүрүвәтти. Буниң алдида меркел ханим ташқи ишлар министири стеймерниң әйиблишини рәт қилип, хитай вә русийә билән болған мунасивәтләрдә кишилик һоқуқни муһим орунға қойидиғанлиқини шундақла ким билән көрүшүш- көрүшмәсликкә өзиниң қарар қилидиғанлиқини илгири сүргән.
Лекин сотсиял демократларниң хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлидиғанлиқини тәкитлигән курт бек, "мән шуниңға әпсуслинимәнки , шрөдер һөкүмити дәвридә көп тиришчанлиқлар билән орнитилған кишилик һоқуқ сөһбити һазир үзүлүп қалди " дәйду. Меркелниң далай лама билән көрүшүшидин кейин, хитай , германийә билән болған мунасивәтләрдә "назлиниш" дипломатийиси йолға қоймақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама японийигә қаратқан бир һәптилик зияритини башливәтти
- Хитай далай ламаниң ватиканни зиярәт қилишиға қарши турди
- Далай лама канада баш министири стипан харпер билән көрүшкән
- Германийә билән хитай хакир һуҗуми мәсилисидә җиддий сөзләшмәктә
- Хитай америка һөкүмитигә далай ламаға алтун медал бәргәнлики үчүн қаттиқ наразилиқ билдүрди
- Хитай германийә билән өткүзидиған кишилик һоқуқ сөһбитини бикар қилди
- Хитай һиндистандики әлчиханисиниң һуҗумға учришини далай ламаға артти
- Президент буш далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун медали тарқитиш мурасимиға қатнишиду
- Хитай һөкүмити меркелниң далай ламани қобул қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди