Германийә баш министири далай лама мәсилисидә хитайға рәддийә бәрди
2007.12.02
Германийә баш министири меркел ханим 9- айниң 23-күни тибәтниң роһаний даһийси далай ламани өз мәһкимисидә қобул қилип сөһбәтләшкәнлики сәвәбидин хитай тәрәп германийә һөкүмитигә наразилиқ билдүргән иди. Һәтта, 28-ноябир күни хитай баш министири вен җябав әгәр берлинниң далай лама билән көрүшкәнликини бир хаталиқ дәп тонуса җуңгониң германийә билән болған достлуқ мунасивәтлирини сақлап қалғили болидиғанлиқини агаһландурди.
Шуниң билән германийә билән хитай арисидики мунасивәтләр соғуқлишип қалған иди. Бундақ әһвал астида германийә рәһбәрлири хитайниң әйиблишини рәт қилди. Әнглийә радио телевизийә ширкити б б с ниң учуриға асасланғанда, германийә баш министири меркел ханим 2-декабир күни вен җябавниң сөзигә болған рәддийисини билдүрүп, " германийә вә униң һөкүмити хитайниң бирликини қоллайду. Буниңға гуманлиниш кәтмәйду, далай ламаниң қолға кәлтүрмәкчи болуватқини мәдәнийәт мустәқиллиқи, бу һәргизму хитайға қаритилғанлиқ әмәс " дәйду.
У йәнә, "мән көрүшүш лазим дәп қариған адәм билән көрүшүшим керәк дәп һесаблаймән" дәп қаттиқрақ тәкитләш билән биргә ким билән көрүшишни өзи қарар қилидиғанлиқи, германийиниң хитай билән яхши достлуқ мунасивәтни сақлашни халайдиғанлиқи, бирақ дост дөләтләр арисидиму охшаш болмиған көз қарашларниң мәвҗут болушиға йол қоюлуши керәклики"ни әскәрткән.
Униңдин башқа йәнә дуня уйғур қурултийиниң германийидики паалийәтлири вә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң германийидә елип барған бир қатар паалийәтлириниңму хитайни биарам қилғанлиқи, шуниңдәк хитай даирилириниң уйғурларниң германийидики паалийәтлирини тосуш үчүнму түрлүк чарә-тәдбир қоллиниватқанлиқи мәлум. Буниңдин илгири йәнә берлин хитайниң германийә дөләт мәхпийәтликлиригә нисбәтән учур җасуслуқи елип барғанлиқини тәнқид қилған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, йеңи ясалған төмүр йоли арқилиқ тибәткә әскәр әвәтишкә башлиди
- Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә
- Далай ламаниң италийигә қилидиған зиярити, хитай һөкүмитини биарам қилмақта
- Далай лама билән көрүшүш германийидә баш министир билән сотсиял демократлар арисида ихтилап яратти
- Далай лама өз варисини бәлгиләш қарарини ипадилиди
- Далай лама японийигә қаратқан бир һәптилик зияритини башливәтти
- Тибәт малчи, һөкүмәтни ағдуруш җинайити билән әйибләнди
- Хитай далай ламаниң ватиканни зиярәт қилишиға қарши турди
- Хитай тибәт мусапирлириға оқ чиқарғанлиқини рәт қилди