Америка авам палатаси дарфур мәсилисидә хитайға қарита қанун лайиһиси мақуллиди
2007.06.06
6- Июн чаршәнбә күни, америка авам палатаси қанун лайиһиси мақуллап, хитай һөкүмитини дарфурдики йеғилиқларни ахирлаштурушта өз ролини җари қилдурушқа қистиди.
410-0 Номурлуқ қанун лайиһисидә, судан һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарини қобул қилғичә болған арилиқта, хитайниң судан билән болған барлиқ иқтисадий вә һәрбий алақисини тохтитиши чақирилған.
Авам палата әзаси демократ, барбара лее, қанун лайиһисини тонуштуруп, хитай һөкүмитиниң мәзкур қанун лайиһисини бир әйибнамә дәп чүшинип қалмаслиқни тәкитлиди.
У мундақ деди: "бу қанун лайиһисини татлиқ қилип көрситишниң һаҗити йоқ. Хитай болса, дуня җамаәтчиликини писәнт қилмиған бир қирғинчи һакимийәтниң әҗәллик сода шерики" дәйду.
Дарфурда 2003- йилидин бәри 200 миңдин артуқ адәм қирғин қилинған вә икки йерим милйондин артуқ адәм өй-макансиз қелип мусапир болуп кәткән.(Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ч м т мухбирларниң уйғур вә тибәтни зиярәт қилиш - қилалмаслиқиға ениқлима беришни тәләп қилди
- Дарфурға тинчлиқ сақлаш қисимлири киргүзүштә хитай дипломатик рол ойниған
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: 'хитай билән русийә дарфур қорал-ярақ имбаргосиға хилаплиқ қилди'
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайда өткүзүлидиған олимпик тоғрисида доклат елан қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, бейҗиң олимпик йиғини хитайниң кишлик һоқуқ хатирисини тәкшүридиған яхши пурсәт икәнликини көрсәтти
- Хитай билән судан һәрбий һәмкарлиқини барғансири күчәйтмәктә
- Кондилиза райис хәлқара җәмийәтләрни дарфур мәсилисини һәл қилишқа чақирди
- Америка хитайдин судан мәсилисидә б д т билән һәмкарлишишни тәләп қилди