Әнгилийә парламент әзалири хитайдин дарфур мәсилисидә ярдәмчи болушни тәләп қилди
2007.10.29
Хәлқара кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң ашкарилишичә, әнгилийә парламентиниң 100 дин артуқ әзаси хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, хитайдин дарфурдики тоқунушни һәл қилишта техиму чоң мәсулийәтни үстигә елишни тәләп қилған. Хәттә, хитайни суданға қорал - ярақ сетип бериш сияситини қайта көздин кәчүрүшкә чақирған болуп, хитайниң бейҗиң олимпик йиғинидин бурун ярдәм беришини оттуриға қойған.
Хәлқара кризис һәрикити тәшкилатиниң әскәртишичә, әнгилийә парламент әзалириниң хети дүшәнбә күни бир гуруппа парламент әзалири тәрипидин хитайниң лондондики баш әлчиханисиға тапшурулған. Парламент әзалири хәттә, хитайниң судан һөкүмитини җанҗавидларни қоллаштин ваз кечиш, инсанпәрвәрлик ярдими, уруш тохтитиш келишимигә һөрмәт қилиш, җанҗавидларни қоралсизландуруш вә хәлқара сот билән һәмкарлишиш қатарлиқлар мәсилиләрдә қайил қилалайдиған ачқучлуқ дөләт икәнликини тилға алған.
Хәттә мундақ дәйду, " биз йәнә хитайниң судан һөкүмитигә қорал - ярақ сетиш, тәминләш вә малийә ярдими бериш сиясити дарфурдики бихәтәрлик кризисиға төһпә қошқан яки қошмиғанлиқини қайта көздин кәчүрүп чиқишини үмид қилимиз."
Хәттә бейҗиң олимпик йиғинини има қилип," әгәр хитай һөкүмити 2008 - йиллиқ олимпик йиғининиң саһипхани сүпитидә судан һөкүмитигә бесим ишләтсә, олимпик роһини намайән қилған болиду " дәп тәкитлигән. Суданниң дарфур районидики йәрлик африқилиқлар 2003 - йили судан һөкүмитигә қарши исян көтүргәндин бери, 200 миң адәм өлди, 2 йерим милйон киши өй - макансиз қалди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кино чолпини җорҗ клуний хитайни дарфур мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистиди
- Дарфур мәсилиси муһакимисидә әмәлий илгириләш болмиди
- Гана африқа дөләтлирини хитайниң мустәмликиси болуп қалмаслиққа агаһландурди
- Хитай суданға иқтисадий җаза йолға қоймаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Америка мәтбуати "дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш керәк" дәп язди
- Америка дөләт мәҗлиси дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллиди
- Америка авам палатаси дарфур мәсилисидә хитайға қарита қанун лайиһиси мақуллиди
- Хитай өзиниң африқа әллиридики ролини ақлашқа тиришмақта
- Дарфурға тинчлиқ сақлаш қисимлири киргүзүштә хитай дипломатик рол ойниған