Америка дөләт мәҗлиси дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллиди
2007.06.08
Дөләт мәҗлиси алдинқи күни дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллап, хитай даирилирини дарфур мәсилисидә олимпик мусабиқисиниң инсанпәрвәрлик роһиға мунасип һәрикәт қилишқа чақирди.
Дөләт мәҗлисиниң қарар лаһийисидә, америкидики бәзи сиясәтчи вә паалийәтчиләрниң 2008- йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидики чақириқи йәр алмиған болсиму, лекин қарар лаһийисидә " хитай дарфур, судан вә дуняниң башқа җайлирида олимпик мусабиқисиниң инсан қәдир - қиммитини улуғлаш роһиға изчил түрдә әмәл қилиши керәк," дәп агаһландурди. Дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик мусабиқисиға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллаш хитай даирилириниң җениға тәгди.
Хитай ташқий ишлар министирлики пәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида қарар лаһийисини " җуңгониң дарфур мәсилисидики иҗабий тиришчанлиқини нәзәргә алмай, җуңгони сәвәбсиз һалда тәнқид қилған шундақла дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик мусабиқиси билән бағлимақчи болған. Бу җуңгониң ички ишлириға қопаллиқ билән арлашқанлиқтур, " дәп әйиплиди.
Суданда йәрлик қәбилиләр билән хартум һөкүмити арисида партлиған тоқунушта 2003- йили 2- айдин һазирғичә 200 миңдин артуқ адәм өлгән, 2 йерим милйон инсан маканлиридин айрилған иди. Хитай судан билән болған иқтисадий вә нефит содиси түпәйлидин б д т хәвпсизлик кеңишидә америка вә ғәрб дөләтлириниң дарфурға хәлқара қисимларни әвәтиш һәм суданға имбарго қуюш тәклипини рәт қилип кәлмәктә иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав шветсийә зияритидә өлүм җазаси мәсилисидә бесимға дуч келиши мүмкин
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайдин өлүм җазасини азайтишни тәләп қилди
- Америка авам палатаси дарфур мәсилисидә хитайға қарита қанун лайиһиси мақуллиди
- Ч м т мухбирларниң уйғур вә тибәтни зиярәт қилиш - қилалмаслиқиға ениқлима беришни тәләп қилди
- Дарфурға тинчлиқ сақлаш қисимлири киргүзүштә хитай дипломатик рол ойниған
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: 'хитай билән русийә дарфур қорал-ярақ имбаргосиға хилаплиқ қилди'
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайда өткүзүлидиған олимпик тоғрисида доклат елан қилди
- Канада мәтбуатлирида бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш мәсилиси муназирә қилинмақта