Америка мәтбуати "дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш керәк" дәп язди
2007.06.12
Америкида чиқидиған вашингтон вақти гезитидә дарфур мәсилиси һәққидә елан қилинған мақалидә, дарфурдики қирғинчилиқни тохтитишниң әң мувапиқ йоли бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш, дейилгән.
11- Июн күни, сиясий мулаһизичи нат һентоф тәрипидин елан қилинған мақалидә мундақ дәп оттуриға қоюлған: " америка президенти буш 29- май күни дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн суданға қарши йеңи җаза тәдбирлири қоллиниш тоғрисида буйруқ чүшүрүп, судан президенти өмәр бәширни, дарфурдики бигунаһ кишиләрниң өлтүрүлүши, бомбилиниши һәмдә таҗавузға учришида қоли бар дәп, әйиблиди. Президент бушниң бу буйруқи билән судан һөкүмитиниң игидарчилиқидики яки һөкүмәт контроллуқидики йәнә 31 ширкәтниң америка ширкәтлири билән сода -алақиси чәкләнди."
Нат һентоф мақалисидә, америка президенти бушниң иқтисадий җазаға қошумчә, б д т бихәтәрлик кеңишидин суданға қарита қорал имбаргоси йолға қоюшни тәләп қилидиғанлиқини җакарлиғанлиқини тәкитлигән.
Нат һентоф мундақ дәйду, "лекин, хитайниң дарфур мәсилисидики алаһидә вәкили лю гүйҗин, "президент буш тәрипидин йолға қоюлған тәдбирләр үстидә тохтилип, бу кәби җазалар вә бесимлар дарфур мәсилини бир тәрәп қилалмайду. Әксичә, мәсилини бир тәрәп қилишни техиму қийинлаштуриду , дегән. Бу хитайниң суданни қоғдаватқан дунядики бирдин бир дөләт икәнликини көрситиду. Шуңа , дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн, суданға қарита иқтисадий җаза йолға қоюшниң орниға, 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш, техиму үнүмлүк нәтиҗә беридиғандәк туриду." (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллиди
- Ху җинтав шветсийә зияритидә өлүм җазаси мәсилисидә бесимға дуч келиши мүмкин
- Америка авам палатаси дарфур мәсилисидә хитайға қарита қанун лайиһиси мақуллиди
- Ч м т мухбирларниң уйғур вә тибәтни зиярәт қилиш - қилалмаслиқиға ениқлима беришни тәләп қилди
- Дарфурға тинчлиқ сақлаш қисимлири киргүзүштә хитай дипломатик рол ойниған
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: 'хитай билән русийә дарфур қорал-ярақ имбаргосиға хилаплиқ қилди'
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайда өткүзүлидиған олимпик тоғрисида доклат елан қилди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, бейҗиң олимпик йиғини хитайниң кишлик һоқуқ хатирисини тәкшүридиған яхши пурсәт икәнликини көрсәтти
- Хитай билән судан һәрбий һәмкарлиқини барғансири күчәйтмәктә