Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: хитай билән русийә дарфур қорал-ярақ имбаргосиға хилаплиқ қилди


2007.05.08

Сәйшәнбә күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай билән русийини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қорал-ярақ имбаргосиға хилаплиқ қилип һәрбий қоралларниң суданға еқип киришигә йол қоюп, хәлқара қанунға хилаплиқ қилди, дәп әйиблиди.

Кәчүрүм тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай билән русийә йол қойған қораллар көпинчә һалларда дарфурдики ирқий тоқунушта вә чад районлиридики тоқунушларда ишлитилидикән. Кәчүрүм тәшкилати хитай вә русийиниң бу қилмишлиридин интайин әндишиләнгәнликини ипадилиди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йү, мәзкур тәшкилатниң әйибләшлириниң "пүтүнләй йолсизлиқ" икәнлики билдүрүп, хитайниң қорал ‏- ярақ експортиниң "еһтиятчан, мәсулийәтчан вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатлириниң қанун лайиһәлиригә әмәл қилған" асаста йүргүзүлгәнликини тәкитлигән.

Русийә ахбарат васитилириниң русийә ташқи ишлар министирликиниң баянатидин нәқил кәлтүрүшичә, русийә " бизниң һечқандақ қораллиримиз дарфурда ишлитилмиди" дәп көрсәткән.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәлуматиға қариғанда, 2003-йили дарфур районидики хартом һөкүмити билән топилаңчилар арисида йүз бәргән тоқунушта 200 миңчә адәмниң өлгән вә 2 милйондин артуқ адәм ой ‏- маканлиридин айрилип мусапир болуп кәткән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.