Америка бейҗиңни хоңкоңда демократийини кеңәйтишкә чақирди
2004.09.26
Буш һөкүмити вә америка дөләт мәҗлиси бейҗиң даирилирини хоңкоңда димукратийәни кеңәйтишкә чақирди. Америка ташқи ишлар министирликиниң ярдәмчи ташқи ишлар министири шлейфир йеқинда америка дөләт мәҗлисидики гувалиқ бериш йиғинида сөз қилип, хитай һөкүмитини хоңкоң хәлқиниң арзусиға һөрмәт қилип, хоңкоңда һәқиқи димукратик һөкүмәт қурулушини асанлаштурушқа чақирди.
Шлейфир мундақ дәйду : биз хоңкоң хәлқиниң мувәппәқийәт қазинишини үмид қилимиз. Биз ғалибийәтниң ачқучи хоңкоңниң димукратийә йолида давамлиқ илгирләп, омуми сайлам елип бериш нишаниға йетиш дәп қараймиз, хоңкоңниң келәчиги хоңкоң хәлқиниң қолида. Америка авам палата әзаси реҗ, хоңкоңдики димукратик ислаһат мусаписигә қарши чиқишниң чойлида тохтуғидәк бир сәвәби йоқлиғини илгири сүргән.
Хоңкоңдики димукратик күчләр, 2007 вә 2008 - йиллири хоңкоңда омуми хәлқ сайлами елип беришни тәләп қилмақта. Бирақ бейҗиң даирилири хоңкоңдики омуми хәлқ сайлиминиң ичкиридики өлкиләргә тәсир көрситишидин әнсирәп, димукратик күчләрниң юқарқи тәлипигә қарши чиққан. Бу йил 4 - айда хитай мәркизи һөкүмити 2007 вә 2008 - йиллири хоңкоңда омуми хәлқ сайлими елип берилмайдиғанлиқини җакалиған иди. Буш һөкүмити вә америка дөләт мәҗлисиниң хоңкоң мәсилисидики мәйдани хитай ташқи ишлар министирликиниң тәнқитигә учриди. Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси реҗ вә шлейфирларни тәнқитләп, уларниң һәркити хоңкоңниң ички ишлириға арлашқанлиқдур дәп әйиплигән. (Әркин)