Хитай һөкүмити америкиниң диний әркинлик докладини әйиблиди
2006.11.20
Хитай һөкүмити дүшәнбә күни хитайни дунядики диний әркинликни дәпсәндә қиливатқан дөләтләр тизимликигә киргүзгән америка һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилди.
Америка ташқи ишлар минситирлиқи өткән һәптә бир доклат елан қилип, хитай, шималий корийә, судан вә иран қатарлиқ дөләтләрни дуняда хәлқниң диний әркинликини әң көп боғуватқан дөләтләр дәп көрсәткән иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү дүшәнбә күни бәргән баянатида, америка һөкүмитиниң бу һәрикити хәлқара мунасивәтләрниң асаслиқ қаидисигә хилап һәмдә очуқ- ашкара башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашқанлиқ болуп һесаблиниду. Шуңа биз америка һөкүмитидин диний әркинлик мәсилисини баһанә қилип, җуңгониң ички ишлириға арилишиш һәрикитини тохтитишини тәләп қилимиз, деди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи доклатиниң хитайға мунасивәтлик бөлүмидә "хитай һөкүмити диний паалийәтләр үстидики контроллуқини давамлаштуруп, дөләтниң рухстисиз елип берилған диний паалийәтләрни қаттиқ бастурмақта" дейилгән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, дунядики ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр тизимликигә киргүзүлди
- Хитай ишлири комитети америка дөләт мәҗлиси вә буш һөкүмитигә уйғур сиясий мәһбуслар тоғрисида тәвсийә бәрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни вәдисидә турмиди дәп әйиблиди
- Хитай америкиниң диний әркинлик доклатини "асассиз" дәп рәт қилди
- Әркинлик сарийи дунядики әң муштумзор дөләтләр тизимликини елан қилди









