Америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети доклат елан қилди
2007.05.02
1- Май америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети доклат елан қилди. Җәмий 292- бәтлик мәзкур доклатта, дуняниң һәрқайси җайлиридики диний әркинлики боғулуватқан хәлқләрниң вә улар яшап турғучи дөләтләрниң әһвали вә диний сиясити тәпсилий баян қилинған. Җүмлидин хитайда диний әркинлики һәрхил йоллар билән боғулушқа учраватқан уйғурларниң әһвали һәққидиму алаһидә тохталған.
Доклатта мунда дейилгән: "шинҗаңда диний әркинлик әһвали интайин начар. Хитайниң шинҗаңға қаратқан дөләт сиясити болса ' террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийчилик' ни йилтизидин қурутуш болуп, хитай һөкүмити террорлуққа қарши турушни тинч йосунда диний паалийәтләр билән мәшғул болуватқан уйғур мусулманларни қаттиқ бастуруштики баһанә - сәвәб қилип ишләтти."
Доклатта униңдин башқа, өткән йилда нурғунлиған уйғур дини затлар вә талипларниң "қанунсиз диний паалийәтләргә қатнишиш" дегән җинайәтләр билән қолға елинғанлиқи яки диний тәлим орунлириниң "қанунсиз дин тарқитиш увиси" җинайәтләр билән тақалғанлиқини көрситип өткән.
Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң юқириқи йолсиз қилмишлири устидин шикайәт қилған диний затларниң, "бөлгүнчилик" вә "җәмийәт аманлиқиға тәһдит селиш" җинайәтлири билән йилларға созулған турмә җазалириға мәһкум болғанлиқи, һәтта өлүмгә һөкүм қилинғанлиқи тилға елинған.
Ахирида, диний әркинлик комитети америка һөкүмитигә, америка һөкүмити хитайни америкиниң әлчиханилириниң шинҗаңниң үрүмчи, тибәтниң ласа қатарлиқ районлирида, диний әркинлик вә башқа кишилик һоқуқ әһваллирини көзитип турушиға йол қоюшқа үндиши керәклики һәмдә уйғур мусулманлири вә тибәт буддистлири дуч келиватқан әһвалларни техиму ярқин әкс әттүрүштики тиришчанлиқлирини техиму күчәйтиши лазимлиқини тәкитлигән.
Америка һөкүмитигә берилгән тәклиптә йәнә, һазир тибәтләр үчүн йүргүзүватқан тибәт тил - мәдәнийитини илгири сүрүш программилириға охшаш иҗтимаий параванлиқ түсини алған программиларни, уйғурлар ичидиму кеңәйтиш вә уйғур тилида тарқитиливатқан әркин асия радиоси қатарлиқ ахбарат вастилирини мәбләғ билән тәмин етишни үзүлдүрмәй давамлаштуруш қатарлиқ тәклипләрму берилгән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Төт америкилиқ ақсуда сақчилар тәрипидин 'бидәт' дәп қолға елинған
- Америка хитайниң диний әркинлик әһвалини йәнә бир қетим тәнқидлиди
- Буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң диний әркинлик мәсилисидә хитайға имбарго қоюш бесимиға дуч кәлди
- Хитай билән ватикан бишоб тәйинләш мәсилисидә йәнә бир - бирини әйибләшти
- Хитай һөкүмити дини әркинликкә йол қоймиса ақивәттә көп зиян тартиду
- Хитай һөкүмити америкиниң диний әркинлик докладини әйиблиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң диний әркинлик вәзийитини тәнқид қилди
- Президент буш 3 нәпәр тәрәпсиз христиан черкав паалийәтчисини ақ сарайда қобул қилди