Дунядики диний рәһбәрләр һиндистанда учришип зораванлиқ - вәһшийлик мәсилисини музакирә қилди
2007.11.26
Һазир дунядики асаслиқ динларниң диний рәһбәрлири дүшәнбә күни һиндистанниң амритсар шәһиридә учришип, мәзһәпләр ара елип берилидиған тәприқичилик вә вәһшийликләрни қандақ аяғлаштуруш мәсилисидә муһакимә елип барди.
Елиҗаһ дуня диний рәһбәрләр мәҗлиси дунядики асаслиқ динлардин ислам, христиан, һинди, сикһс вә йәһудий динлири арисида өз-ара диалогни илгири сүрүш мәқситидә 1996- йили, қурулған болуп, мәзкур мәҗлисниң тор бетидә берилгән учурлардин мәлум болушичә, бу нөвәт һиндистанда елип берилидиған диний рәһбәрләр муһакимә йиғининиң баш темиси " муһәббәт вә әпу қилиш темисида парасәт алмаштуруш" қилип бекитилгән.
Мәлум болушичә, бу нөвәтлик муһакимә йиғининиң асаслиқ мәқсити болса, дунядики асаслиқ динлар арисидики өз -ара чүшәнчини күчәйтиш вә динға бағланған вәһшийликләрни кемәйтиш үчүн, алдинқи нөвәтлик учришишларда һасил болған нәтиҗиләрни бириктүрүп бир тәрбийивий әһмийәткә игә дәрслик түзүп чиқиш икән.
Франсийә агентлиқида бу һәқтә берилгән хәвәрдә, мәзкур йиғинниң баянатчиси симон коһәнниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, у "муһәббәт бериш, қобул қилиш вә кәчүрүм чүшәнчиси һәммәйлән пикир бирлики һасил қилған бир тәрәп болуп, биз буни реал дуняға елип келишни халаймиз" дегән.
Бу, елиҗаһ дуня диний рәһбәрләр мәҗлисниң 3- қетим учришиши болуп, мәзкур мәҗлис 2003- йили испанийидә вә 2005- йили тәйвәндә мушу хилдики муһакимә йиғинлирини ечип динлар ара диалогни күчәйтиш үстидә муһакимә елип барған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң диний әркинлик хатирисини әйиблиди
- Америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети доклат елан қилди
- Америка хитайниң диний әркинлик әһвалини йәнә бир қетим тәнқидлиди
- Буш һөкүмити америка дөләт мәҗлисиниң диний әркинлик мәсилисидә хитайға имбарго қоюш бесимиға дуч кәлди
- Хитай билән ватикан бишоб тәйинләш мәсилисидә йәнә бир - бирини әйибләшти
- Хитай һөкүмити дини әркинликкә йол қоймиса ақивәттә көп зиян тартиду
- Хитай һөкүмити америкиниң диний әркинлик докладини әйиблиди
- Тарихта йүз бәргән мәдәнийәтсизликләрни дин кәлтүрүп чиқармиған
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң диний әркинлик вәзийитини тәнқид қилди