Америка хәлқара диний әркинлик комитети бушни бейҗиң олимпик йиғинида хитай түрмисидики мәһбуслар билән көрүшүшкә чақирди


2008.02.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка диний әркинлик комитети пәйшәнбә күни баянат елан қилип, әгәр президент буш бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашса, бу җәрянда диний әркинлик вә кишилик һоқуқи үчүн қолға елинған хитай түрмисидики мәһбуслар билән көрүшүш вә йәр асти христян черкавлириниң диний мурасимиға қатнишишини тәләп қилди.

Баянатта мундақ дәйду, " биз президентниң бейҗиң сәпиридә диний әркинлик дегәнлик пәқәт ибадәт билән чәклиниш, дегәнлик әмәсликини, бу йәнә шәхсләрниң сөз, йиғилиш вә ипадә әркинликидин бәһриман болуш дегәнлик икәнликини шундақла пуқраларниң диний рәһбәрлирини сайлаш, пәрзәнтлирини өз диний етиқади буйичә тәрбийиләшни өз ичигә алидиғанлиқини рәсмий вә хусусий сорунларда ашкара оттуриға қоюшини тәләп қилимиз ."

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси майкел кромарте, бушниң бейҗиңдики мәзгилидә йәр асти христян черкавлирини зиярәт қилишини, тибәтләрниң 2 ‏- роһани рәһбири гоеден чоеке нйима билән көрүшүшини тәләп қилип, "президентни йәнәк, түрмидики католик бишопларни, йәр асти христян рәһбәрлирини, тибәтлик буддистлар вә мусулман уйғурларни дәрһал вә шәртсиз қоюветишни тәләп қилишқа чақиримиз " деди.

Хитай дөләт рәиси ху җинтав 2007 - йили язда австралийидә чақирилған асия - тинч окян дөләтлириниң башлиқлар йиғинида президент бушни бейҗиң олимпик йиғиниға тәклип қилған, буш ху җинтавниң тәклипини қобул қилған иди. Хитай 1999 ‏- йилдин бери америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинлик вәзийити "алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр" тизимликидин орун елип кәлмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.