Японийә билән хитайниң, өзини өлтүрүвалған дипломат үстидики маҗираси давам қилмақта
2006.01.01
Өзини өлтүрүвалған японийә дипломати үстидики маҗра японийә билән хитай оттурисида һазирғичә давам қилмақта. японийә ташқи ишлар министири 1-ноябир йәкшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң бу һәқтики мәсулийәтни үстигә алмиғанлиқини әйиблиди.
японийә ташқи ишлар министири баянатида, японийиниң, хитай даирилириниң бу дипломатниң өзини өлтүривелишидики сәвәбниң хизмәт бесиминиң еғирлиғидин болған дейишигә қарши чиқидиғанлиқини ейтип, "бу дипломатимизниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә, биз ишинимизки, хитай бихәтәрлик хадимлири кишини әпсусландуридиған һәрикәт қолланди" дәп көрсәткән.
японийә даирилири өткән һәптә, шаңхәйдики бир нәпәр дипломатиниң бу йил 5-айда йүз бәргән өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә хитайни әйибләп, хитай ахбарат орунлири бу кишини японийигә аит мәхпий һөҗҗәтләрни беришкә қистиғанлиқи үчүн, униң өзини өлтүрүвалғанлиқини билдүргән иди.
Әмма хитайниң японийидә турушлуқ әлчиханиси 31- декабир күни тор бетидә баянат елан қилип, японийә дипломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидин кейин, японийә билән хитайниң көп қетим бу һәқтә сөһбәтләшкәнликини һәмдә японийиниң хитайға бу дипломатниң хизмәт бесими сәвәбидин мушундақ қилған дәп чүшәндүргәнликини ейтти.
японийә даирилириниң ейтишичә, бу дипломат өлүвелиштин бурун қалдурған хетидә, илгири униң шаңхәйдики бир кара ok нахшиханисидики аял мулазимәтчи билән болған мунасивити сәвәбидин хитай һөкүмитиниң мушуни баһани қилип униңға тәһдит ишләткәнликини язған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай японийиниң "дипломат вәқәси" мунасивити билән билдүргән наразилиқини рәт қилди
- японийә, шаңхәйдики депломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә хитайни әйиблиди
- японийилик бир дипломат хитайниң бесимиға учриғанлиқтин өзини өлтүривалди
- японийә ташқи ишлар министири хитай тәһдити һәққидә тохталди
- японийә баш министири хитайни тәнқид қилди