Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
2005.01.14
Америкидики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати җүмә күни 2005 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, дуняда әң көп нопусқа игә болған хитайниң, адәттики кишилик һоқуқ әркинликигиму дәхли тәрүз қилип давамлиқ түрдә дунядики " қаттиқ қол дөләт" һесаблинип кәлгәнликини оттуриға қойди.
Ройтерис агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати мәзкур 15 - қетимлиқ доклатида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур ели вә тибәткә охшаш йирақ ғәрб районлирини давамлиқ қаттиқ контрол қиливатқанлиқини, болупму хәлқара террорчилиққа қарши урушни йеқиндин қоллайдиғанлиқини көрситиш арқилиқ уйғур мусулманлирини бастурушта хәлқараниң ярдимигә еришишкә, болмиди дегәндә хәлқараниң буни үн - тинсиз етирап қилишини қолға кәлтүрүшкә көп тиришқанлиқини билдүрди.
Мәзкур доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәт елидә мәдәнийәт вә диний паалийәтләрни қаттиқ бастуридиғанлиқи, буниңдин сирт йәнә бу районларда, сиясий пикри охшаш болмиғанларни тутқун қилиш, йепиқ сот ечиш һәтта өлүм җазаси бериш әһваллириниңму көп йүз бериватқанлиқи көрситилгән.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати доклатида йәнә, хитай һөкүмитини интернет, фалунгоң, хоңкоң, тйәнәнмен вәқәси вә ишчилар һоқуқи қатарлиқ нурғун темиларда тәнқидлиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни бу һәқтә инкас қайтуруп, мәзкур доклатниң бир тәрәплимә вә мәсулийәтсиз һалда чиқирилғанлиқини һәмдә буниңға сиясий мәқсәт арилишип кәткәнликини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада баш министирини хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитайниң кишилик һоқуқ паалийәтчилирини давамлиқ қолға еливатқанлиқини билдүрди
- Буш ху җинтав билән кишилик һоқоқ мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти
- Шотландийә министири хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида сөз ачти
- Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети йиллиқ доклат елан қилди