Америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң һәрбий күчи һәққидики йиллиқ доклатини елан қилди
Америка дөләт мудапиә министирлиқи сәйшәнбә күни хитайниң һәрбий күчи һәққидики йиллиқ доклатини елан қилип, хитайниң тез сүрәттә ешиватқан һәрбий тәрәққияти вә асия-тинч окян районидики һәрбий кеңәймичиликиниң тәйвәнгә тәһдит болупла қалмастин, америка вә башқа дөләтләргиму тәһдит болидиғанлиқини билдүрди.
45 Бәтлик мәзкур доклатта йәнә, хитай армийисиниң қисқа муддәтлик нишаниниң тәйвән билән тоқунушуп қелиш еһтималлиқиға тәйярлиқ көрүш болса, узун мәзгилдин қариғанда хитай иқтисадиниң тәрәққияти вә чәтәлдин үзлүксиз қорал сетивелиш нәтиҗисидә, хитайниң һәрбий заманивилишиши, америкини өз ичигә алған башқа дөләтләргиму тәһдит болидиғанлиқи көрситилгән.
Пәнтагон йәни америка дөләт мудапиә министирлиқиниң асия ишлири мутәхәссиси керт кәмбелниң америка бирләшмә агентлиқиға билдүрүшичә, бу қетимлиқ доклатниң сегнал бериш характери илгирики йиллардикигә селиштурғанда бир қәдәр күчлүк болған.
Доклатта йәнә, хитайниң башқурилидиған бомба сестимисиму анализ қилинип, хитайниң тәйвәнгә тоғрилап қойған нәчә йүз башқурилидиған бомбилиридин сирт йәнә, қитә ара учудиған һәтта америкиғиму йетәләйдиған башқурилидиған бомбилириға игә икәнлиги әскәртилгән.
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамзфелд сәйшәнбә күни бу доклатниң явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиқиға сәвәб болалайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири чаршәнбә күни бу доклатқа қарши чиқип, хитайниң тинч йолда тәрәққий қиливатқанлиқини һәмдә башқа дөләтләргә тәһдит болмайдиғанлиқини билдүрди. Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң бу һәқтә, "хитай һечқандақ бирсигә тәһдит болмайла қалмастин, һәтта биз һәрқайси дөләт хәлқлири билән дост болушни халаймиз" дәп билдүргән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка вә канададики пуқраларниң йеримидәки хитайниң дуня тинчлиқиға тәһдид елип келишидин әндишә қилидикән
- Мәхпий һөҗҗәт: америка хитайдики бир қатар һәрбий қурулушлардин хәвәрсиз қалған
- Хитай, һәрбий қурулушиниң асия бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди
- Америка дөләт мудапиә министири, хитайни асия бихәтәрликидики җидди мәсилә, дәп көрсәтти
- Пен тагон: хитайниң һәрбий күчини күчәйтиши тәйвәнниң бихәтәрликигә тәсир көрситиду