Хитай, дунядики ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр тизимликигә киргүзүлди


2006.10.24

Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати 23 ‏- өктәбир күни хәлқара мәтбуат әркинлики мәсилиси һәққидә йәнә бир қетим доклат елан қилди. Мәзкур тәшкилат елан қилған бу 2006 ‏- йиллиқ доклатта, "хитай , дунядики 168 дөләт арисида, мәтбуат әркинликини бастуруп келиватқан әң начар дөләтләрниң бири" дәп көрситилгән.

Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати елан қилған бу йиллиқ доклатта көрситилишичә, мәтбуат әркинлики җәһәттә әң начар болған дөләтләр арисида биринчи орунда туридиғини шималий корийә икән, униңдин қалса түркмәнистан, еритрийә, куба, лаос, хитай , еран вә сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләр икән . Хитай , ахбарат әркинлики әң начар болған 10 дөләт арисида, алтинчи орунни игилигән.

Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң асия бөлүми башлиқи винсент бросел ( Vincent Brosel) ниң мәлум қилишичә, хитай, ахбарат әркинлик мәсилисидә, һәр йили дегидәк дуняниң әң арқида қилип кәлгән . Бу йил болса 2005 ‏- йилидикидинму , техиму кәйнигә чекинип кәткән.

Винсент бросел( Vincent Brosel) сөзидә" бундақ болушидики сәвәб, бу йил хитайда бир нәпәр мухбир сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлди һәмдә хитай һөкүмитиниң мухбирларни назарәт қилиш вә бастуруш қатарлиқ қилмишлири йәнила илгирики йиллардикигә охшаш болуп, изчил давамлашти. Һазирниң өзидә аз дегәндә 32 нәпәр мухбир хитай түрмисидә ятмақта. Буниңдин башқа йәнә интернет тор бәтлиридә намсиз мақалә елан қилған 50 тин артуқ кишиму зинданға ташланди " деди.

Хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати 2006 ‏- йиллиқ доклатида, хитайни өз ичигә алған мәтбуат әркинлики йоқ дийәрлик болған бу дөләт рәһбәрлирини хаталиқни бойниға елип, мәтбуатқа болған бастурушини дәрһал тохтитишқа үндигән. . (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.