Америка һөкүмити 2006 - йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқи доклати елан қилди
2007.03.06
Сәйшәнбә күни америка һөкүмити 2006 - йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә мәхсус доклат елан қилди. Мәзкур доклатта судан, шималий корийә, иран, росийә, лаус, куба, пакистан вә мисир қатарлиқ дөләтләрдики кишилик һоқуқ мәсилиси оттуриға қоюлуш билән бир вақитта, хитайдики инсан һоқуқи мәсилисиму алаһидә тәкитләнгән.
Америка һөкүмитиниң хәлқара инсан һоқуқи мәсилиси һәққидә елан қилған бу йилқи доклатида, хитайдики хәлқниң интернет әркинлики вә сөзләш әркинликиниң зор дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқи мәлум қилинған. Мәзкур доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә уйғур тилида нәшр қилинған тарихи китабларни изчил һалда йоқитип келиватқанлиқи шундақла қәшқәр әдәбияти журнилиниң тәһрири көрәш һөсәйин қатарлиқ уйғур язғучилирини қолға елип, уларға қамақ җазаси бәргәнлики әмәлий мисаллар арқилиқ оттуриға қоюлған.
Америкиниң бу қетимқи 2006 - йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқ доклатида, хитай һөкүмитиниң интернет тор бәтлирини контрол қилиштики бир қисим қилмишлири қаттиқ әйибләнгән . Болупму әркин асия радиоси, америка авази радиоси вә б б с радиоси қатарлиқларниң уйғурчә вә тибәт тилида бериливатқан программилириниң хитай даирилири тәрипидин қаттиқ тосулуватқанлиқи һәтта мәзкур радио тор бәтлириниңму хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ контрол қилинип келиватқанлиқи алаһидә оттуриға қоюлуп, хитай һөкүмити қаттиқ тәнқидләнгән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әркнлик сарийи 2007 - йиллиқ баһалаш нәтиҗисини елан қилди
- явропа иттипақи, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида җиддий қайғусини ипадилиди
- Хитай һөкүмити америкиниң диний әркинлик докладини әйиблиди
- Хитай, дунядики ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр тизимликигә киргүзүлди
- Хитай ишлири комитети америка дөләт мәҗлиси вә буш һөкүмитигә уйғур сиясий мәһбуслар тоғрисида тәвсийә бәрди