Америка дөләт мудапиә министирлиқи: хитай қошнилириға һәрбий тәһдит елип келиши мумкин
2006.05.23
Америка дөләт мудапиә минстирлиқи 5- айниң 23- күни хитайниң һәрбий күчи һәққидә йиллиқ доклатини елан қилип, хитайниң армийисини тез тәрәққи қилдуруши, асия-тинч окян районидики һәрбий тәңпуңлуқни өзгәртивәтти, бу райондики башқа күчләргә бир тәһдит елип келиши мумкин, деди.
Доклатта ейтилишичә, хитайниң армийисини күчләндүрүши асасән тәйвәнгә қаритилған, әмма хитайниң нәччә йилдин бири үзлүксиз көпийиватқан һәрбий хамчоти, бу дөләткә һәрбий җәһәттин башқа пиланлар қуруш имканийити яратмақта.
Америка мудапиә министирлиқи, бир нәччә йилдин бери, хитайниң һәрбий күчини көпәйтиши вә буниң районға елип келидиған тәһдити һәққидә агаһландурмақта. Шундақла японийә вә америка хитай рәһбәрлирини һәрбий хамчотини көпәйтиш вә һәрбий сиясити һәққидә очуқ болушқа чақирмақта.
Бу министирлиқ йилниң башлирида елан қилған һәрбий истратегийә пиланида хитайни кәлгүсидә америка билән риқабәтлишәләйдиған бир һәрбий күчкә айлиниватқан дөләт дәп көрситип, америка һөкүмитигә тинч окян райониға йеңи узун мусапилиқ қораллар орунлаштурушини вә бу райондики һәрбий мәвҗудийитини көпәйтишини тәвсийә қилған иди.
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамиз филд, өткән йили өктәбир ейида, хитайниң һәрбий рәһбәрлиригә хитайниң қошнилириниң, хитайниң һәрбий мәқсәтлиридин гуманлиниватқанлиқини билдүргән.
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә ташқий ишлар министири: җуңго японийигә һәрбий тәһдит
- японийә: хитай шәрқий асияни турақсизлиқ гирдабиға елип кәлмәктә
- Хитай һөкүмити америкиниң һәрбий хам чот тоғрисидики доклатини рәт қилди
- Америка ташқи ишлар министири, хитайниң һәрбий хамчотини көпәйткәнликини тәнқид қилди
- Бейҗиң пентагонниң доклатидики "хитай йошурун тәһдит" қаришини рәт қилди