Америка бейҗиңни дөләт мудапиә хираҗәтлири һәққидә очуқ- йоруқ болушқа чақирди
2005.10.18
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамисфилд сәйшәнбә күни бейҗиңда, хитайниң немә үчүн һәрбий хираҗәтлирини ашуруш сүритини мәхпий тутуватқанлиқи һәққидә хитай рәһбәрлиригә соал қойди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, у буни сәйшәнбә күни хитайға қилған сәпириниң тунҗи күнидә оттуриға қойған. Доналд рамисфилд бейҗиңға чүшүши билән мухбирларға қилған сөзидә, "қизиқарлиқ йери, башқа дөләтләр бейҗиңниң немә үчүн һәрбий хираҗәтни көпләп өстүрүп туруп, уни иқрар қилмайдиғанлиқини чүшинәлмәйватиду" деди.
Хитайниң һәрбий қурулушни һәдәп тизлитишидики мәқсити америкиниң әндишисини қозғап кәлмәктә иди. Америка ташқи ишлар министирлиқи бу йил язда елан қилған доклатида, хитайниң бу йилқи һәрбий хираҗитиниң 90 милярд долларға йәткән болуши мумкинликини мөлчәрлигән. Бу хитай һөкүмити елан қилған санниң кәм дегәндә икки һәссисигә тоғра келиду.
Чәтәл мәтбуатлириниң хәвәрлиригә қариғанда, рамисфилд үч күн давам қилидиған зияритидә, хитайниң дөләт рәиси ху җинтав вә дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән билән көрүшүп, икки тәрәпниң һәрбий алақиси вә шималий корийә ядро киризиси қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилиду.
Хитай доналд рамисфилдниң явро - асия зияритиниң түнҗи бекити болуп, у йәнә җәнубий корийә, моңғулийә, қазақистан вә литвийиләрни зиярәт қилиду. (Арзу)