Еғиз туяқ яллуғи апити хитайдин русийгә өтти


2005.06.16

Франисйә агентлиқиниң 16 - июн күни русийиниң виладивасток шәһиридин хәвәр қилишичә, хитайда тарқилишқа башлиған еғиз туяқ яллуғи апити хитайдин һалқип русийиниң узақ шәрқ районини қаплашқа башлиған.

Русийә җиддий һаләт минситирлиқи хадимлириниң билдүрүшичә, русийә һөкүмити бу апәтниң тарқилиши сәвәбидин амур районида хитай билән болған тиҗарәтни тохтитишқа мәҗбур болған.

Русийә җиддий һаләт миниситирлиқи хадимлириниң билдүрүшичә, апәтниң буссә йезисида тарқалғанлиқи байқалған. Хәвәрдә ейтилишичә, еғиз туяқ яллуғи апити асасән кала, қой, ат вә чошқилар юқумлинидиған бир кесәллик болуп, инсанларға тәсир қилмайдикән.

Русийә һөкүмәт хадимлириниң билдүрүшичә, бу апәтниң русийидә тарқилишидин райондики асаслиқ чарвичилиқ мәйданлирини игилигән кичик чарвичи фермилар көп зиянға учрайдикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.