Кондилиза райис, қазақистан билән енергийә вә бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилди
2005.08.23
Америка ташқий ишлар министири кондилиза райис, дүшәнбә күни вашингтонда америкини зиярәт қиливатқан қазақистан ташқи ишлар министири қасим җүмәрт тоқайев билән сөһбәт өткүзүп, енергийә вә бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилди. Тоқайев америкидики зиярәт күнтәртипи бойичә бу һәптә ичидә америка дөләт мудапиә министири вә ақсарайдики даириләр билән учришиду.
Қазақистан шаңхәй һәмкарлиқ гуруһидики русийә билән хитайдин кейин туридиған асаслиқ дөләтләрниң бири болуп, мәзкур орган бу йил 7 - айниң башлири астанадики башлиқлар йиғинида, америкидин оттура асиядики қошунлирини елип чиқип кетишни тәләп қилған. Әмма кондилиза райис билән тоқайевниң сөһбити һәрбий база мәсилигә четилған яки четилмиғанлиқи мәлум әмәс.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси мәккормак сөһбәттин илгири мухбирларға мәлумат берип, " өз ара мунасивәтләр шундақла бихәтәрлик , енергийә, демократик ислаһат вә қазақистанда бу йил 12 - айда елип берилидиған сайламни әркин вә адил елип беришниң әһмийити қатарлиқ икки дөләт ортақ қизиқидиған бир йүрүш мәсилиләр көздин кәчүрүлиду," дәп тәкитлигән.
Бу йил 12 - айда сайлам өткүзүш президент нәзәрбайефниң өктичилири тәрипидин бир ғәлибә, дәп қаралмақта. Нәзәрбайефни қоллиғучилар сайламниң келәр йили 12 - айда өткүзүлишини тәләп қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондализа райис қурманбег бақийефқа рәһмәт ейтти
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Кондилиза райис оттура шәрқни зиярәт қилди
- Кондализа райис, ш һ т ниң америка һәрбий қисимлирини чекиндүрүш тоғрисидики тәләпләрни рәт қилди