Әнгилийә сақчилири партлаш вәқәсидин кейин 3 кишини қолға алди


2005.07.10

Әнгилийә сақчилири " террорчилиққа қарши туруш" қануниға асасән, әнгилийә һитро айродромида 3 кишини қолға алған. Бирақ мунасивәтлик хадимлар, қолға елинған бу үч кишиниң лондонда йүз бәргән партлаш билән алақиси бар, йоқлиқи һәққидә ениқ ипадә билдүрмигән.

Әнгилийиниң алий дәриҗилик бир нәпәр һөкүмәт хадими, йәкшәнбә күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида: "қолға елинған бу үч кишини өткән һәптә йүз бәргән партлаш вәқәси билән бағлаш анчә мувапиқ әмәс, бу пәқәт бир пәрәз болуши мумкин" дәп көрсәтти.

Мәзкур хадим йәнә, сақчи даирилириниң террорчилиқни паш қилиш телефон линийиси тәсис қилғанлиқини, бүгүнгә қәдәр 1 миң 700 кишидин телефон қобул қилғанлиқини билдүрди.

Нөвәттә 3 ислам тәшкилати, партлаш һуҗумиға өзлириниң мәсул икәнликини җакарлиған болуп, бирақ әнглийә хадимлири уларни техи ашкарилимиди.

Әнгилийидики диний гуруһларниң рәһбири, һәр қайси диний саһәдикиләрни өткән һәптә йүз бәргән террорчилиқ һуҗумиға ортақ тақабил турушқа чақирип, өз - ара иттипақлишишни тәшәббус қилди. Мусулман, христиан вә йәһудий дининиң башламчилири йәнә, ортақ баянат елан қилип, террорчилиқ үстидин ғәлбә қилиш ирадисини ипадилиди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.