Әнгилийә олимпик җәмийити өз тәнһәрикәтчилиригә олимпикта сияси мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқ тәклипи бәргән
2008.02.12
Сәйшәнбә күни, бейҗиң олимпик тәшикилләш комтети хадимлири дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән тәнһәрикәтчиләрниң хәлқара олимпик комитетиниң олимпик җәрянида диний вә сияси һәрикәтләргә қатнашмаслиқ һәққидики қаидилиригә бойсунуши керәкликини билдүргән болсиму, әмма әнгилийә олимпик җәмийитиниң бу йиллиқ олимпиккә қатнишидиған тәнһәрикәтчиләрниң ағзини етишкә урунғанлиқиға қандақ қарайдиғанлиқи үстидә тохталмиған.
10- Феврал, йәкшәнбә күни, әнгилийә олимпик җәмийити оз тәнһәрикәтчилири хитайға барғанда сияси җәһәттә сәзгүр мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқ тоғрисидики әһдинамигә қол қойдуруш тәклипини мәйданға чиқарғандин кийин, бу тәклип җиддий ғулғула қозғиған иди.
Бирләшмә агентлиқида бейҗиң олимпик тәшкилләш комитетиниң баянатчиси сүн вейдениң ейтқанлирини нәқил елип көрситишичә, сун вейде әнгилийә олимпик җәмийитиниң бу қарариға өз мәйданини ипадиләшни рәт қилған болсиму, әмма у бу нөвәт олимпиккә қатнишиш үчүн хитайға келидиған тәнһәрикәтчиләрниң олимпик роһиға һөрмәт қилишини вә хәлқара олимпик комтети бәлгилигән қаидиләргә һөрмәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Әнгилийә олимпик җәмийитиниң билдүрүшичә, улар һазир тәнһәрикәтчиләр әһдинамисини өзгәртиш үстидә музакирә елип бериватқан болуп, әмма буларниң бу әһдинамиси кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ қаршилиқиға учриған иди.
Әмма әнгилийә олимпик җәмийити баянатчиси граһам невсон өзлириниң шундақ қарарға келишидә һәргизму хитай даирилириниң бесми түпәйлидин болмиғанлиқини тәкитлиди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди
- Уйғур боксйор муһәммәд турсун олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришти
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- " Әнглийә шаһзадиси чарлиз олимпик мурасимиға қатнашмайду "
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Голландийидики олимпик вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики йиғин хитайни биарам қилди
- Голландийә ташқи ишлар министирликиниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш юмулақ үстәл йиғинида уйғур мәсилиси диққәтни тартти
- Лондондики қәшқәр кочиси һәққидә параңлар