Японийә һөкүмити хитай һөкүмитиниң японийидин әпу соришини тәләп қилмақта
2005.04.18
японийә һөкүмәт баянатчиси, дүшәнбә күни токйода бәргән баянатида, "хитай һөкүмитиниң намайишлар түпәйли японийидин әпу соримиғанлиқи қаттиқ әпсуслинарлиқ бир һәрикәт. Лекин японийә йәнила хитай һөкүмитиниң намайишлар сәвәбидин японийидин әпу соришини вә һәрқандақ шараит астида зораванлиқ һәрикәтләргә йол қоюлмаслиқ тоғрисидики тәлипини тәкитләйду", деди
Хитай һөкүмити април ейиниң башлиридин бири, һәр һәптә ахири хитайниң шаңхәй, бейҗиң вә гваңҗу қатарлиқ чоң шәһәрлиридә японийигә қарши елип бериливатқан намайишларниң өзлигидин йүз бериватқанлиқини баян қилмақта. Лекин нурғун кишиләр, мәзкур намайишларниң мәлум кишиләр тәрипидин уюштуриливатқанлиқини билдүрмәктә.
японийә мәтбуати болса, мәзкур найишларниң хитай һөкүмитиниң рухсити билән тәшкиллиниватқанлиқини вә һөкүмәтниң бу намайишларни тохтитиш үчүн йитәрлик тиришчанлиқ көрсәтмәйватқанлиқини билдүрмәктә.
Роетирис агентлиқиниң билдүрүшичә, гәрчә хитай һөкүмити мәқсәтлик һалда, намайишларға рухсәт қиливатқанлиқини инкар қилған болсиму, әмма халиса намайишларни наһайити асан тохтиталайдиғанлиқини көрсәткән. Дегәндәк, шаңхәйдә миңлиған киши японийигә қарши намайиш өткүзүп, шаңхәйдики японийә консулханиси, японийә сода ширкәтлири вә ресторанлириға һуҗум қилған болсиму, өткән һәптә миңлиған киши намайиш өткүзүп, японийә баш әлчиханисини таш- ямғурға тутқан. Бейҗиңда бу һәптә ахири һечқандақ намайиш йүз бәрмигән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә-хитай рәһбәрлири ихтилапларни бир тәрәп қилалмиди
- Хитай һөкүмити японийиниң тәлипини рәт қилди
- японийә, хитайниң еғир бихәтәрлик мәсилисигә айланғанлиқини билдүрди
- японийә, бейҗиңни хитайлардики япон өчмәнликини әйипләшкә чақирди
- японийә, ширкәтлириниң шәрқий деңиз саһилида нефит қидиришиға йол қоймақчи