Америка, дуня сода тәшкилати арқилиқ хитайға әқлий мүлүк һоқуқи җәһәттә бесим ишләтмәкчи


2005.10.26

Америка даирилири дуня сода тәшкилатидин мунасивәтлик бәлгилимиләргә асасән хитайға әқлий мүлүк һоқуқи җәһәттә бесим ишлитишни тәләп қилмақчи.

Америка сода вәкили роб портмән әпәндиниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, улар мәзкур тәшкилаттики әқлий мүлүк келишимигә асасән хитай һөкүмитидин өткәнки бир нәччә йил ичидики әқлий мүлүккә тақабил туруш тәдбирлири һәққидә конкерт учурларни вә бу һәқтики тиришчанлиқирини тәпсилий тонуштурушни тәләп қилидикән.

У йәнә, хитай һөкүмитиниң гәрчә әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш җәһәттә нурғун тиришчанлиқларни көрситип һәтта нәччә миңлиған әқлий мүлүкни оғурлаш делолирини паш қилғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин қанунсиз көчүрүш вә патент һоқуқини оғурлашқа охшаш әқлий мүлүк һоқуқиға дәпсәндә қилиш әһвалиниң хитайда наһайити көп байқиливатқанлиқини тәкитлигән.

Америка тәрәп бу қетим йәнә, хитай һөкүмитидин әқлий мүлүкни қоғдаш җәһәттики учурларни америкиға 3 айниң ичидә йәни келәр йили 1 -айниң 23 - күнидин бурун тәминлиши керәкликини тәләп қилидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.