Сәуди әрәбистанда түнҗи қетим мәмликәт характерлик сайлам елип берилди


2005.02.10

Сәуди әрәбистанниң пайтәхти рияд шәһиридики кишиләр пәйшәнбә күни түнҗи қетим шәһәрлик кеңәш әзалири сайлими елип барди. Бу сәуди әрәбистанниң демократик түзүлмини қубул қилиш тиришчанлиқиниң бир қисми дәп қаралмақта.

Ғәрб мәтбуатлириниң хәвәрлиригә қариғанда, бу қетимқи сайлам җәмий үч басқучқа бөлүп елип берилидиған болуп, алди билән рияд шәһири вә униң әтрапида өткүзүлгәндин кийин, андин кейинки үч ай ичидә башқа районларда тәртип билән елип берилидикән.

Сайламда хәлқ , кеңәш әзалириниң йеримини сайлап чиқса, қалған йеримини вә һәр қайси шәһәрләрниң шәһәр башлиқлирини сәуди падишаһлиқи тәйинләйдикән.

Хәвәрләргә қариғанда, сайламға аяллар қатнаштурулмиған. Төт милйон нопусқа игә рияд районидики сайламда, беләт ташлаш һоқуқиға игә 600 миң әрниң ичидә аран 149 миңи сайламға тизимлатқан . Шундақ болишиға қаримастин, ғәрб мәтбуатлири узундин буян падишаһлиқ түзүмни йүргүзүп келиватқан сәуди әрәбистан үчүн ейтқанда, бу қетимқи сайлам сәуди тарихидики бир бурулуш нуқтиси дәп баһа бәрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.