Америка дөләт мәҗлиси хитайдики диний әркинлик мәсилиси һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
2004.11.21
Америка дөләт мәҗлисиниң қармиқидики хитай ишлири комитети өткән пәйшәнбә күни хитайдики диний әркинлик вәзийити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди.
Йиғинға риясәтчилик қилған хитай ишлири комититиниң рәиси җәймис лич, хитай һөкүмитиниң пуқралириниң диний әркинликини давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқини, болупму уйғурлар билән тибәтләргә қаттиқ қол диний сиясәт йүргүзиватқанлиқини билдүрди.
Йиғинда испат бәргән хитайға ярдәм бериш җәмийитиниң рәиси фушичув вә хитай түрмисидә узун мәзгил ятқан тибәтлик раһибә наваң сандирол қатарлиқлар хитайдики диний әркинликниң дәпсәндә қилиниш әһваллирини баян қилди вә хитай һөкүмитини тутуп туриватқан диний затларни қоюп берип, пуқраларниң диний паалийәтләр билән әркин шоғуллинишиға йол қоюшқа чақирди.
Йиғинниң ахирида испат бәргән америка хәлқара диний әркинлик комититиниң рәиси пирита бәнсил ханим, хитай һөкүмитиниң диний паалийәтләрни өз һакимийитигә тәһдид дәп қарап, контрол вә назарәт астиға алидиғанлиқини көрсәтти.
У йәнә америка һөкүмитигә хитайдики диний әркинлик вәзийитини яхшилаш һәққидә бир қанчә түрлүк тәклип бәрди. У америка һөкүмитини уйғур елиниң мәркизи үрүмчи вә тибәтниң мәркизи ласалада америка консолханиси қоруп, бу раюнлардики диний әркинлик вәзийитини яхшилаш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә чақирди. (Арзу)