Буш: һәр қандақ бир үмидлик җәмийәттә дин вә мәтбуат әркинлики болуши керәк
2005.06.01
Америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни ақ сарайдики мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай-америка мунасивәтлиридә алаһидә тохтилип, америкиниң хитайға әскәртиш бериш мәҗбурийитиниң барлиқини тәкитлиди һәмдә "һәр қандақ бир үмидлик җәмийәттә иқтисадий әркинликтин сирт йәнә, чоқум дин вә мәтбуат әркинликиму болуши керәк"дәп билдүрди.
Йиғинда буш йәнә тәйвән мәсилисидиму тохтилип, нөвәттики икки қирғақ җиддий вәзийитиниң, америка чоқум йүзлинидиған бир мәсилә икәнликини әскәртти, шундақла икки қирғақни районниң тинчлиқини сақлап, мәсилини тинч йолда бир тәрәп қилишқа чақирди.
Буш йәнә, хитай- америка мунасивәтлириниң интайин мурәккәп болуп, уларниң һәм дост һәм риқабәтчи икәнликини, шундақла хитайниң дуня сода тәшкилатиға кириштә қилған вәдилиригә бойсунуп, баравәр вә адил екиспорт усули билән дуня базириға йүзлиниши керәклини тәкитлиди.
Президент буш йәнә, хитайниң дуня сода бәлгилимилиригә бойсунушини қолға кәлтүрүш үчүн, америка һөкүмитиниң буниңдин кейин хитайға йәнә давамлиқ бесим ишлитидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш хитайни диний вә ахбарат әркинлики мәсилисидә агаһландурди
- Президент буш, грозийидики демократийилишиш мусаписини махтиди
- Хәлқара ахбарат җәмийити һәр қайси дөләтләрни мәтбуат органлириниң паалийитигә қол тиқмаслиққа чақирди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Америка бейҗиңни хоңкоңда демократийини кеңәйтишкә чақирди