Хитай, ефиопийәдә йүз бәргән вәқәниң африқиға мәбләғ селишниң алдини тосуп қалалмайдиғанлиқини билдүрди


2007.04.26

Сәйшәнбә күни ефиопийәгә җайлашқан бир хитай игидарчилиқидики нефитликкә қилинған һуҗумда 9 хитай пуқрасини өз ичигә алған 74 адәм өлгән иди. Пәйшәнбә күни хитай тәрәпниң билдүрүшичә, бу һуҗум хитайниң африқиға мәбләғ селиш ишлирини тосуп қалалмайдикән. Лекин хитай бихәтәрлик вастилирини күчәйтидиғанлиқини ипадилигән.

Бирләшмә агентлиқи 26 ‏- априлда бәргән хәверидә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җйән чяв: "һөкүмитимиз өз карханилириниң башқа дөләтләрдики баравәрлик вә өз ‏- ара мәнпәәт асасиға қурулған иқтисади һәмкарлиқини қоллайду. Бу әлвәттә африқиниму өз ичигә алиду. Бу бизниң өзгәрмәс сияситимиз," дегән.

Хитайлар африқидин киридиған хам нефит импорти арқилиқ, сияси җәһәттә давалғуш көрүлүп туридиған оттура шәрқтин киргүзүлидиған нефитқа тайинип қилиштин сақланған иди.

Ефиопийәниң нефит түригә мәбләғ салған хитай нефит-химийә ширкити баянатчиси мундақ дегән: "африқидики хәтәрдин қорқуш сәвәблик, африқидин һәргиз чекинип чиққаймиз." Сәйшәнбә күнидики һуҗум, ефиопийәдики чәтәл ширкәтлириниң тунҗи һуҗумиға учриши болуп, әмма африқа қитәсидики хитай ширкәтлиригә қилинған бир нәччә қетимлиқ һуҗумларниң бир қисми. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.