Йеңи зеландийә һөкүмити зәһәрлик чекимлик йөткигән 6 хитайни қолға алди
2006.05.25
Йеңи зеландийә һөкүмити пәйшәнбә күни, хитайдин қиммити 85 милйон 700 миң америка доллири қиммитидики зәһәрлик чекимликни йөткигән 6 нәпәр зәһәрлик чекимлик әткәсчилирини қолға алди.
Йеңи зеландийә таможна вә сақчи хадимлири йеқинда , хитайниң елан беши гуруһиға тәвә болған парахоттин 150 кило чаканда йилтизи байқиған, зәһәрлик чекимлик ясашта ишлитилидиған асаслиқ маддилардин бири болған чаканда йилтизини йеңи зеландийигә елип кәлгәнләр зеландийилик икки хитай муһаҗири, бир хоңкоңлуқ вә үч хитай пуқраси икән.
Таможна хадиминиң ейтишичә, бу йеңи зеландийидә тунҗи қетим қолға чүшүрүлгән әң көп миқдардики зәһәрлик мадда болуп, буни йеңи зеландийә базирида сетиш үчүн бир қанчә ай вақит кетидикән. Таможна хадими сөзидә йәнә, мәзкүр зәһәрлик мадда қачақчилиқ һәрикитиниң хәлқарада җинайәт садир қиливатқан қара гуруһ тәшкилати тәрипидин елип берилғанлиқини пәрәз қиливатқанлиқини билдүрди.
Нөвәттә, хитайларниң чәтәлләргә қанунсиз адәм йөткәш, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики қатарлиқ җинайәтләрни көп садир қиливатқанлиқи мәтбуатларда ашкариланмақта. (Әқидә)