Явропа иттипақи хитай тоқумичилиқ маллири маҗрасиға ахирқи чәк қойди


2005.05.25

явропа иттипақи чаршәнбә күни хитай билән болған тоқумичилиқ маллири һәққидики маҗраға ахирқи чәк қоюп, бу мәсилини 5 - айниң 31 - күнигичә икки тәрәп ғәйрий рәсмий сөһбәт арқилиқ һәл қилишни, болмиса буни дуня сода тәшкилатиниң бир тәрәп қилишиға сунуп беридиғанлиқини билдүрди.

явропа иттипақиниң сода комиссари петер манделсонниң билдүришичә, әгәр ғәйрий рәсмий сөһбәттә һечқандақ нәтиҗә һасил болмиса, у чағда явропа иттипақи хитай билән рәсмий сөһбәт өткүзидикән. Адәттә дуня сода тәшкилати рәсмий сөһбәткә 90 күн вақит беридиған болуп, бу мәзгилдә һәл болмиған мәсилини дуня сода тәшкилати өзи бир тәрәп қилидикән.

Шундақла хитай тәрәп тоқумичилиқ маллириниң екиспортиға чәклимә қоймиған тәқдирдиму, явропа иттипақиниң өз алдиға бир тәрәплимилик чәклимә қоюш һоқуқи болидикән.

Тоқумичилиқ маллириға қоюлған хәлқаралиқ чәклимә бу йил 1 - айда әмәлдин қалдурулғандин буян, хитай маллири америка вә явропа базирини шиддәт билән қаплап кәткән. Шу сәвәбтин һазир бу дөләтләрдики тоқумичилиқ мәһсулатлирини ишләпчиқириш орунлири һөкүмәттин хитай тоқумичилиқ маллирини импорт қилишни чәкләшни күчлүк тәләп қилмақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.