Явропа иттипақиниң рәиси хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә агаһландурди


2005.07.14

Хитайда зиярәттә болуватқан явропа иттипақиниң рәиси хосей мәнюл боросо пәйшәнбә күни хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилиши керәкликини агаһландурди.

Боросо хитайдики бу тунҗи зияритидә, явропа иттипақидики 25 дөләтниң хитай билән болған мунасивәтни илгири сүрүшни халайдиғанлиқини билдүрүш билән биргә, кишилик һоқуқ мәсилисигә охшаш тәкитләшкә тегишлик бәзи мәсилиләрни алаһидә тилға алди.

Боросо сөзидә кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға хели күчлүк сегнал бәргән болуп, у йәнә хитай кишилик һоқуқини яхшилимиғичә, явропа иттипақиниң хитайға 16 йилдин буян қоллиниватқан қорал сетип бәрмәслик бәлгилимисини бикар қилмайдиғанлиқини билдүрди.

явропа иттипақи 1989 - йилидики тийәнәнмен вәқәсидин кейин хитайға 15 йиллиқ қорал сатмаслиқ җазасини қойған болуп, гәрчә буниң вақти өткән йили тошқан болсиму, әмма явропа иттипақи америкиниң бесими астида бу җазани техи бикар қилмиған иди.

Америка һөкүмити хитайниң кишилик һоқуқида йетәрлик илгириләш болмиғанлиқини шундақла хитайниң явропа иттипақидин қорал сетивалса буниң икки қирғақ муқимлиқиға тәһдит болидиғанлиқини тәкитләп, явропа иттипақиниң бу җазани бикар қилишиға қарши туруп кәлгән.

явропа комитетиниң рәиси боросо сөзидә йәнә, хитайниң явропа иттипақидики 25 дөләтни қайил қилиш үчүн, кишилик һоқуқ вәзийитидә көрүнәрлик илгириләш һасил қилишиниң зөрүр икәнликини тәкитлиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.