Явропа парламенти хитайдин сиясий мәһбусларни қоюп беришни тәләп қилди


2008.01.18

явропа парламентидики қанун түзгүчиләр пәйшәнбә күни қарар лайиһиси мақуллап, хитай даирилиридин өктичи зат ху җя вә хитай түрмисидики сияси мәһбусларни "дәрһал" қоюп беришни тәләп қилди шундақла бейҗиң олимпик йиғинини баһанә қилип, өктичи затлар, мухбирлар вә кишилик һоқуқи паалийәтчилирини тутқун қилмаслиққа чақирди.

Кишилик һоқуқи вә әйдиз паалийәтчиси ху җя 2007 - йили явропа парламентиниң сахаров пикир әркинлик мукапатиға еришкән болуп, хитай даирилири уни өткән айниң ахирлири дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити билән қолға алған иди. явропа парламенти қарар лайиһисидә, "хитай даирилири ху җияни дәрһал қоюп бериш керәк. Чүнки у халиғанчә қолға елинған, униң қолға елиниши ху җяниң кишилик һоқуқ паалийити билән мунасивәтлик," дәп көрсәтти. Қарар лайиһисидә йәнә " кишилик һоқуққа болған диққәт- нәзәрни бейҗиң олимпик йиғиниға мәркәзләштүрүш күчәйтилиши керәк," дейилгән .

Қарар лайиһиси авазға қоюлуштин бурун елип берилған явропа парламентидики муназиридә, бәзи әзалар явропа парламентиниң әза дөләтләргә кишилик һоқуқ вәзийити яхшиланмиғичә бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишишни көздин кәчүрүшкә тәвсийә қилиш пикирини оттуриға қойди. явропа парламентиниң германийилик әзаси томас ман " бейҗиң олимпик йиғиниға 7 ай қалған болсиму, лекин хитай кишилик һоқуққа қанчилик һөрмәт қилидиғанлиқини көрсәтмәктә," дәп тәкитлигән. Хәлқара тәшкилатлар хитай даирилирини олимпик йиғини мәзгилидә кишилик һоқуқни яхшилаш тоғрисидики вәдисидә турмиди, дәп әйиплимәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.