Б д т кишилик һоқуқ комитети хитай әдлийә органлирини тәнқид қилди
Б д т кишилик һоқуқ комитети хитай әдлийә органлирини сияси мәқсәтләр үчүн хизмәт қилиш шундақла пуқраларни халиғанчә тутқун қилиш билән әйиплиди. Кишилик һоқуқ комитетиниң хитайни &# xFE97;әкшүрүш өмики җүмә күни тәкшүрүш доклати елан қилип, хитай даирилириниң пуқраларни қануни рәсмийәтләрсиз қолға алғанлиқини шундақла әмгәк билән өзгәртиш лагирлириға йоллиғанлиқини әйиблигән. Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң юқири дәриҗилик бир тәкшүрүш өмики өткән йили 9 - айда хитайда тәкшүрүш елип барған.
Тәкшүрүш доклатида, хитай әдлийә даирилириниң кишиләрни җазалиғанда " җәмийәт тәртипини қайлаймиқан қилиш" , " дөләт бих &# xFEEA;тәрликигә зиян йәткүзүш" дегәнгә охшаш чәк - чегриси ениқ болмиған, уқум җәһәттин мүҗимәл аталғуларни кәң - көләмдә қоллиниватқанлиқини тәнқид қилди.
Тәкшүрүш өмики, пуқраларниң идийә, сөз диний вә етиқат әркинлики, тәшкилатларға уюшуш, йиғилиш, һакимийәт ишлириға қатнишиш әркинликиниң тәқип қилиниватқанлиқини тилға алған. Тәкшүрүш доклатида көрситилишичә, б д т кишилик һоқуқ хизмәт өмики 1996 - йили хитайни зиярәт қилғанда бәргән бәзи тәклипләрниң һич бири һазирға қәдәр әмилиләшмигән. Тәкшүрүш өмикидикиләр, хитайда һазирға қәдәр кишиләрниң пуқралиқ һоқуқидин бәһриман болушини капаләткә игә қилидиған шундақла пуқраларни җинайи җавапкарлиқтин сақлайдиған қанун йоқлиқини тәнқид қилған. Хитай һөкүмити б д т тәкшүрүш өмикиниң шу қетим уйғур аптоном районини тәкшүрүшигә йол қоймиған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т дуня нопусиниң 2050 - йили тоққуз милярдтин ашидиғанлиқини мөлчәрлимәктә
- Чеграсиз мухбирлар тәшкилати б д т ниң хитайни кишилик һоқуқ вәзийитини баһалашқа қатнаштурғанлиқини әйиплиди
- Б д т йиғинида, оттура асияниң бихәтәрлик вәзийити музакирә қилинди
- Б д т, апәт райониға ярдәм бермәкчи болған дөләтләрни вәдисини ишқа ашурушқа чақирди
- Һинди окяндики деңиз ташқини апитидин кийинки қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта
- Америка авам палатаси хитайниң кишилик һоқуқ вә пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хитайни әйиплиди