Японийә ташқи ишлар министири хитайни әйиблиди


2005.04.24

японийә ташқи ишлар минситири мачимура хитайниң тарих дәрслик китаблириниң интайин бир тәрәплимә икәнликини билдүрди.

У йәкшәнбә күни японийидики бир телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилип, " бир японлуқ болуш нәзирим билән ейтқанда, хитайниң дәрслик китаплири пәқәт хитай һөкүмитиниң қилғанлириниң һәммиси тоғра дегәнни өгитиду. Бундақ хаиш һәммә дөләттә бар. Бирақ, хитайниң дәрслик китаблирида бу бәкла ашуриветилгән" деди.

Бирақ ,у шуниң билән бир вақитта, хитай дөләт рәиси хуҗинтав билән японийә баш министири юничиро койзоминиң шәнбә күни җакартада икки тәрәп ихтилабини һәл қилиш йолида сөһбәт өткүзгәнликини қарши алди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, японийә- хитай рәһбәрлириниң бу учрушуши, хитайда йеқинда японийигә қарши кәң көләмдә наразилиқ намайишлири йүз бәргәндин буянқи түнҗи қетими болуп һисаблиниду. Токйониң йеқинда хитай тәрипидин японийиниң иккинчи дуня урушидики җинайи қилмишлири пәдәзләнгән дәп қаралған тарих дәрслик китабини тәстиқлиши, хитайниң һәр қайси җайлирида кәң көләмлик намайишларниң қозғилишиға сәвәпчи болған.

Хитай дөләт рәиси хуҗинтав шәнбә күнидики учрушушта, хитай- японийә мунасивитини яхшилашни үмид қилидиғанлиқини, бирақ токйониң чоқум уруш мәзгилидики тарихи һәққидә обдан өз өзини тәкшүриши керәкликини билдүргән. Буниң алдида, японийә баш министири юничиро койзоми, японийиниң уруш мәзгилидики зораванлиқ қилмишлири һәққидә асия дөләтлиридин кәчүрүм сориған иди. Әмма хуҗинтав, японийиниң чоқум әмилий һәрикити билән сәмимийитини испатлишини тәләп қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.