Лий җавшиң: хитай - японийә мунасивитиниң начарлишип кетишигә койзуми җавабкар
2005.12.09
Хитай ташқи ишлар министири лий җавшиң җүмә күни куала - ломпурда японийә баш министири койзуминиң ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилиши сәвәбидин юқири дәриҗиликләр сөһбитиниң бикар қилинғанлиқиға японийә баш министири җавабкар болуши керәк, деди. Лий җавшиң, " бир дөләт рәһбири бузрукгаһни зиярәт қилип уруш җинайәтчилиригә тавап қилса бу қобул қилинмайду " дәйду.
Койзуми билән вен җябав келәр һәптә куала-ломпурда шәрқий - җәнубий асия дөләтләр иттипақиниң башлиқлар йиғиниға қатнишиду. Әсли йиғин җәрянида японийә, җәнубий корийә вә хитай рәһбәрлири өз ара сөһбәт елип бармақчи иди. Әмма хитай һөкүмити учришишниң кечиктүрүлгәнликини җакарлиди.
Койзуми, хитай тәрәпниң әйибләшлирини рәт қилип, " әгәр улар дипломатик козур ойнимақчи болса бу козурниң вақти өтти " дәйду. японийә мәтбуатлири хитайниң ясикуно бузрукгаһи мәсилисигә есиливелишини " бир баһанә" дәп қаримақта.
Лий җавшиң йиғин җәрянида үч дөләт ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүш ойи йоқлиқини билдүрди. У, японийини има қилип, "кишиләр 2 - дуня урушидин кейинму кишиләргә зиянкәшлик қилидиған ишларни қиливатиду" дәп тәкитлигән. Хитайниң японийә билән зитлишиш һәрикити японийиниң вашингтон билән болған иттипақини күчәймәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Койзоми хитайни ясукуни бузрукгаһ қартини ойнимаслиққа чақирди
- Хитай һәрбий парахоти японийә қисимлири тәрипидин агаһландурулди
- Хитай японийә ташқи ишлар министириниң зияритини бикар қилди
- Хитай - японийә мунасивәтлири йәнә җиддийләшти
- японийә хитайни шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилиси бойичә агаһландурди