Хәлқара җәмийәт русийини әйиблиди
2006.01.02
Йәкшәнбә күни русийиниң украинийигә беридиған тәбиий газни рәсми қисқартқанлиқини елан қилғандин кейин, бу пәқәт украинийә хәлқиниңла әмәс, бәлки хәлқара җәмийәтниңму наразилиқини қозғиған.
Рейтерс агентлиқиниң учуридин қариғанда, америка һөкүмити русийиниң мәзкур газни кесиветиш қилмишиниң әмәлийәттә енергийини сиясий қорал қилип ишлитиштин ибарәт икәнликини көрситип, вашингтонниң москваниң украинийигә қаратқан бу һәрикитидин әпсусланғанлиқини шуниңдәк русийә билән украинийиниң мәсилигә нисбәтән ортақ келишим лайиһиси һасил қилишиға тиләкдаш икәнликини билдүргән.
Русийә явропани газ билән тәминләштики муһим дөләт болуп, явропаға йәткүзүлидиған тәбиий газниң 25 % русийидин келиду шуниңдәк украинийә арқилиқ тошилиду. Шуңа русийиниң бу һәрикити бивастә явропаниң енергийә мәсилисигиму тәсир көрситиши тәбиий. Украин рәһбири виктор юшенко русийә билән украинийә арисидики газ мәсилисиниң әмәлийәттә украинийиниң мустәқиллиқи билән мунасивәтлик мәсилә икәнликини, украинийиниң русийигә һәргиз баш әгмәйдиғанлиқини билдүргән. (Үмидвар)