Америка хитайни "суҗятун вәқәси" үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди
2006.04.03
Фалунгуң тәриқити хитай даирилирини шиняңниң "суҗятун әмгәк билән өзгәртиш лагири"да фалуңгуң муритлирини өлтүрүш вә ички әзалирини сетиш билән әйиблигәндин кейин, америка ташқий ишлар министирлиқи хитай һөкүмитини вәқә өстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди.
Америка ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси асдам әрәлий өткән җүмә күни ахбарат елан қилиш йиғинида, гәрчә җуңго һөкүмити бу әйибләшләрни рәт қилған болсиму, лекин америка тәрәп вәқә үстидин илгириләп тәкшүрүш елип беришни пайдилиқ, дәп қарайду, деди. Әрәлийниң әскәртишичә, америка бу хил учурға наһайити җиддий муамилә қилидикән. У, һазирғичә бу вәқә техи испатланмиған болсиму, лекин америкиниң бу вәқә тоғрисида җуңго тәрәп билән учрашқанлиқини билдүрди.
Фалуңгуң тәриқити йеқинда суҗятундики әмгәк билән өзгәртиш лагириға 6000 нәпәр фалунгуң муритиниң қамалғанлиқини вә түрмә башқурғучилири өлгән фалунгуң муритлириниң ички әзалирини чиқиривалғандин кейин көйдүрүвәткәнликини илгири сүргән. Әмма хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси чин гаң, фалуңгуң муритлириниң бу әйиблишини " халиғанчә тоқуп чиқилған ялғанчилиқ " дәп рәт қилди. (Әркин)