Ху җинтавниң сөзини бөлгән фалунгоңчи аял сотқа чиқти


2006.05.03

Хитай рәиси ху җинтавниң ақ сарайдики күтивелиш мурасимида қилған сөзини бөлгән фалунгоңчи аял чаршәнбә күни вашингтонда сотқа тартилди. Бу арида сот сиртида униң қоллиғучилири намайиш өткүзүп, сотниң униң үстидики әйибләшни бикар қилишини тәләп қилди.

47 яшлиқ дохтур аял ваң венҗи 20‏- април күни ақ сарай һойлисида ху җинтав сөзини башлиши билән униң гепини бөлүп юқири авазда наразилиқ билдүргән иди. Шу сәвәбтин сотта униңға " бир чәтәл әмәлдари болуш салаһийити билән өз мәҗбурийитини ада қиливатқан хитай президенти ху җинтавға вәһимә салған вә аваричилиқ туғдурған" дегән әйибләш чүшкән.

Әгәр бу әйибләшләр турғузулса, у һалда ваң венҗи 5000 америка доллири җәриманә төләшкә һәмдә 6 ай түрмидә йетишқа һөкүм қилинидикән. Бу аял үстидики сот 18‏- май күни йәнә давам қилмақчи. Сот сиртида намайиш қиливатқан 30 нәччә киши " ваң венҗи җинайәтчи әмәс" дәп товлашти һәмдә әслидә сабиқ хитай рәиси җяң земинниң сотқа тартилиши керәкликини көрсәтти.

Фалунгоң мурити болған ваң венҗи ху җинтав сөз қиливатқанда хитайчә, " фалунгоңни бастурушни тохтат", " сениң вақтиң тошуп қалди" , " сениң қилғанлириңниң һәммиси мушу һаятиңда йәнә өзәңгә қайтиду" дәп товлиған. Нөвәттә чәтәлләрдики бир қисим демократчилар бу аялни " қәһриман" дәп сүпәтлимәктә.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.