Хитай фалунгуңни җуңго - америка мунасивитигә бузғунчилиқ қилиш билән әйиблиди
2006.04.25
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни фалунгуң тәриқитини " җуңгоға қарши сиясий гуруһ" дәп әйиблиди. Хитай ташқий ишлар министирлиқи хитай дөләт рәиси ху җинтавниң ақ сарайдики күтивелиш мурасимида фалунгуң мурити тәрипидин наразилиққа учриғанлиқи мунасивити билән америкини әйибләштин өзини қачурди, лекин һуҗум нишанини фалунгуңға қаратти.
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң 20 - априлда президент буш билән учришиш вәқәси һәр икки дөләт үчүн тарихий әһмийәткә игә, дәп қаралған. Лекин ху җинтав ақ сарайдики күтивелиш мурасимида тәбрик сөзи қиливатқанда мухбирлар қошунидики бир фалунгуң мурити униңға наразилиқ билдүрди. Хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси чин гаңниң әскәртишичә, хитай вәқәгә болған пикирини америка тәрәпкә йәткүзгән. У, " бу вәқә фалунгуң тәриқитиниң бир хурапи гуруһ болупла қалмай, җуңгоға қарши сиясий мәқсәдлик тәшкилат икәнликини ашкарилиди " дәйду. Чин гаң фалунгуңни җуңго - америка мунасивитигә бузғунчилиқ қилиш билән әйиблигән вә америка даирилиридин униңға қарши тәдбир елишни тәләп қилған.
Лекин фалунгуң тәриқитиниң хоңкоңдики баянатчиси ша руншүй, хитай ташқий ишлар министирлиқиниң әйиблишини рәт қилди. У, " мениңчә фалунгуңниң бир мәнивий һәрикәт икәнликини, яхши типтики бәдән мәшиқи вә һечкимниң саламәтлики һәм тәпәккүригә тәһдит салмайдиғанлиқини пүтүн дуня билиду " дәйду. У, фалунгуңниң хитайға қарши һәрикәт икәнликини рәт қилди. (Әркин)