Франсийә призиденти хитайни зиярәт қилиду


2004.10.03

Пат арида хитайни зиярәт қилидиған франсийә призиденти җак ширак, бейҗиң даирилиригә кишилик һоқуқ мәсилисини әскәртиду. Бирақ униң бу мәсилини бейҗиң даирилиригә иһтиятчанлиқ билән йәткүзидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Франсийә ахбарат агентлиқи ширакниң ярдәмчилиридин нәқил кәлтүрүшичә, франсийә призидентиниң хитайдики зиярити алдимиздики һәптидә башлиниду. У кона адити бойи бу қетимму хитай даирилиригә кишилик һоқуқни хатирилитиши мүмкин. Хитай ташқи ишлар министирлиги өткән һәптиниң башлири франсийә призидентиниң 8 - өктәбирдин 12 - өктәбиргичә хитайни зиярәт қилидиғанлиқини елан қилған. У хитайдики җәриянида франсийә мәдинийәт йили паалийитиниң ечилиш мурасимиға иштирак қилиду. Ширакниң хитайдики зиярити униң асиядики 3 дөләттә елип баридиған зияритиниң ахирқи бекити.

У хитайға келиштин бурун сингапор билән вейтнамни зиярәт қилиду. Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, ширак бейҗиң даирилиригә явропа иттипақи тәйярлиған хитай түрмисидики бәзи өктичиләрниң тизимликини тапшуруп, уларниң қоюп берилишини тәләп қилиши мүмкин. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу йилниң башлири елан қилған кишилик һоқуқ доклатида, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидә һичқандақ өзгүрүш болмиғанлиқини, әксинчә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити техиму яманлашқанлиқини илгири сүргән. Җак ширакниң тизимликидә атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң исми бар йоқлиғи техи мәлум әмәс, амма норвегийәдики рафто фонди җәмийити йеқинда бу йиллиқ рафто мукапатиниң рабийә қадирға берилгәнликини елан қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.