Франсийә призиденти хитайни зиярәт қилди


2004.10.08

Франсийә президенти җак ширак җүмә күни кәчтә хитайдики төт күнлик зияритини башлиди. Франсийәлик көзәткүчиләр, җак ширакниң бу қетимқи хитай зияритиниң алдинқи мәқсити франсийә карханилириға хитай базирини ечиш, франсийиниң хитай билән болған ениргийә саһәсидики һәмкарлиқини илгири сүрүш дәп қаримақта. Ширак зиярәт җәрянида хитайға қиммити 8 милярт долларлиқ төт дана ядро рияктор қазини қуруп бериш келишими имзалайдикән. Франсийә президенти хитайдики җәрянида явропа иттипақиниң хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргусини бикар қилиш мәсилиси күнтәртипкә қойилиду. Җак ширак хитайдики зияритини башлашниң сәл алдида явропа иттипақини қорал - ярақ имбаргусини бикар қилишқа чақирған. У, 15 йиллиқ имбаргониң тайини қалмиғанлиқини илгири сүргән иди.

Б б с мухбириниң билдүрүшичә, явропа иттипақиниң хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргуси бикар қилинса, франсийә қорал - ярақ ширкәтлириниң хитай билән сода қилишиға пурсәт яритилидикән. Бирақ хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилиш америкиниң қарши турушиға учраватиду. Америка явропа иттипақини хитайға қаритилған имбаргони бикар қилмаслиққа үндимәктә. Тәйвәнму хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргусиниң бикар қилинишиға қарши туридиғанлиқини елан қилди. явропа иттипақи хитай қораллиқ қисимлириниң 1989 - йили тйән әнмин оқуғучилар һәркитини бастурушидин кейин хитайға қорал - ярақ имбаргуси қойған. Франсийилик затларниң билдүрүшичә, ширак бейҗиңда кишилик һоқуқ мәсилисини иһтиятчанлиқ билән оттуриға қойидикән. У, хитай түрмилиридики қоюп берилиши тәләп қилинидиған сияси мәһбуслар тизимликини һазирлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.