Хитай дөләт рәиси ху җинтав шотландийидики G8 ләр йиғиниға қатнишиду


2005.06.21

Хитай дөләт рәиси ху җинтав бу йил 7 - айда әнгилийиниң шотландийә өлкисидики G-8 ләр, дәп аталған санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлар йиғиниға қатнишиду. Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқи ху җинтавниң 8 дөләт башлиқлар йиғини җәрянида, японийә баш министири койзуми билән сөһбәт өткүзүш пурсити һазирчә мәлум әмәс, дәп көрсәтти.

японийә - хитай мунасивити хитайлар японийиниң хәвпсизлик кеңишигә даимий әза болуш арзусиға қарши чиққандин кейин техиму чоңқур кризисикә петип қалди.

Санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлар йиғини 7 вә 8 - июлларда башлинидикән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчавниң ашкарилишичә, ху җинтав 8 дөләт башлиқлар йиғиниға қатнишиштин илгири, 30 - июндин 7 - июлғичә русийә вә қазақистанларни зиярәт қилип, қазақистан пайтәхти астанида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду.

Лю җйәнчав, ху җинтавниң русийә билән қазақисатдики зиярити " өз ара сияси ишәнчини күчәйтиш, һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиқни маслаштуруш шундақла истратегийилик шерикликни юқири көтүрүш" ни мәқсәт қилиду, көрсәтти. Лю җйәнчавниң тәкитлишичә, улар сияси дакомент вә бир қатар келишимларға имза қойидикән. Бу мәзкур органниң бу йил 5 - айда өзбекистанниң әнҗан районида йүз бәргән исяндин кейин чақирилған тунҗи башлиқлар йиғини болуп һесаблиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.