Японийә хитайниң шәрқий деңизидики тәбиий газ қезиш пиланини тәнқид қилди


2005.05.27

японийә, бейҗиңниң хитай - японийә оттурисида талаш тартиштики шәрқий деңиз районида тәбиий газ қезиш пилани мәсилисидә сахтипәзлик қилиш билән әйиплиди. японийә сода министири накагава, мәзкур пилан ихтилап ичидики хитай - японийә мунасвитигә бузғунчилиқ қилиду, дәп агаһландурған.

Хитай һөкүмити японийә билән 30 - майда юқири дәриҗиликләр сөһбити елип бариду. Сөһбәтниң мәркизи темиси, шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилисидики ихтилаплар болуп, һәр иккила тәрәп мәзкур районда игилик һоқуқи барлиқини билдүрмәктә. Хитай тәрәп талаш тартиштики юқириқи районда тәбий газ қезиш паалийитини башлиған.

японийә һөкүмити җүмә күни елан қилған "енергийә ақ ташлиқ китаби" да, хитай тәрәптин тәбиий газ қезиш мәшғулатини қохтутушни тәләп қилди.

Бейҗиң һөкүмити, хитай - японийә мунасвитиниң йеқинқи 30 йилдин бериқи әң начар әһвалға чүшүп қалғанлиқини билдүрмәктә. японийә сода министири накагава, хитайниң бир тәрәптин японийә билән шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилисидики ихтилаплар бойичә сөһбәт елип бериветип, йәнә бир тәрәптин шәрқий деңизда тәбий газ қезишни башлаш, "оң қолини көрүшүшкә тәңләп,, сол қолида мушт атқанлиқтур," дәп көрсәтти.

Хитай - японийә оттурисидики ихтилаплар өткән айда хитайда йүз бәргән японийигә қарши намайишлардин кейин техиму күчәйди. Хитай һөкүмити японийини б д т хәвпсизлик кеңишигә әза болуш салаһийитигә игә әмәс, дәп қаримақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.