Русийә билән украинийә газ мәсилисидә келишим һасил қилди


2006.01.04

Чаршәнбә күни русийә билән украинийә газ баһаси һәққидә сөһбәт өткүзүп, ахири бирликтә келишим һасил қилди.

Икки тәрәпниң келишими бойичә, "русукреенерго" ширкити, украинийини русийә билән оттура асияниң арилашма гези билән тәминләшкә һәмдә һәр миң купметириниң баһасини 95 доллар қилип бекитишкә келишти.

Икки дөләт оттурисидики бу маҗира , русийә тәрәпниң илгири һәр бир купметир газниң баһасини әслидики 50 доллардин 230 долларға көтүрүшни тәләп қилиши билән башланған иди. Буниңға ғәрб дөләтлири алаһидә диққәт қилди һәмдә ғәрб мәтбуатлирида русийиниң газни сиясий вастигә айландуривалғанлиқи тәнқид қилинди.

Қазақистан дөләт университетиниң иқтисадшунас профессори шәрипҗан надиров, русийиниң украинийигә бәргән газ баһасини явропаға бәргән баһасиға йәткүзүш мәқситидә мушундақ қилғанлиқини билдүрди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.