Җуңго билән русийә алтайға газ турубиси ятқузмақчи


2006.07.10

Уйғур аптоном райониниң алтай вилайитидики даириләрниң ашкарилишичә, русийә билән хитай алтайға газ турубиси ятқузуп русийидин алтайға тәбий газ йөткәшни пиланлимақта икән. Хитайниң алтарайонидики юқири дәриҗилик әмәлдари ли шяңлин, русийә билән хитайниң алтайға тәбий газ турубиси ятқузуш мәсилисидә илгириләш һасил қилғанлиқини билдүрди.

Дуня бойичә әң чоң тәбий газ ширкәтлиридин бири болған русийә газпром ширкити хитай тәрәп билән тәбий газ турубиси ятқузуш мәсилисини музакирә қилмақта вә икки тәрәп һасил қилған мунасвәтлик келишим лайиһиси уйғур аптоном районлуқ қатнаш назарити вә аптоном районлуқ һөкүмәткә тапшурулған. Тәрәпләрниң пат йеқинда ахирқи келишим лайиһисигә имза қойидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Ли шяңлинниң әскәртишичә, газпром хитайға икки тәбий газ туруба линийисини ятқузуши вә бу икки тәбий газ турубисиниң ғәрбий линийиси хитайни йилиға 68 милярд куп метир тәбий газ билән тәминлиши мумкин.

Хитай нефит тәбий газ енергийә мәнбәсини көп хиллаштуруш истиратегийиси буйичә оттура асия әллири вә русийә билән һәмкарлиқни күчәймәктә. Хитай билән қазақистан уйғур аптоном райониниң майтағ нефитликигичә тутишидиған атасу - алатав нефит турубисини ясиған вә буниңға яндаш һалда қазақистан - хитай тәбий газ турубиси ятқузушни пиланлиған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.