Германийидә маркел баш министир болди


2005.10.10

Германийидә сотсиял демократлар, християн демократлар иттипақи билән бирләшмә һөкүмәт қуруш тоғрисида келишим түзүп, християн демократлар иттипақиниң рәиси ангела маркелниң баш министир болушини қобул қилди.

Германийә мәтбуатлириниң илгири сүрүшичә, һазирқи баш министир шрөдир маркелниң кабинтида вәзипә алмаслиқи мумкин. Келишим бойичә, сотсиял демократлар һөкүмәтниң 8 министирликини, християн демократлар 6 министирликниң министири билән дөләт мәҗлисиниң рәисини бекитидикән.

Ташқи ишлар, малийә, әдлийә, сәһийә, муһит, әмгәк, иҗтимаий ишлар министирликлири сотсиял демократларға, дөләт мудапиә, ички ишлар, иқтисад, йеза игилик, маарип вә пән - техника ишлири министирликлири християн димократларға берилгән.

Йеқинда өткүзүлгән сайламда шрөдирниң сотсиял демократлар партийиси 34 ٪ биләткә, ангела маркелниң християн демократлар иттипақи 35 ٪ биләткә еришкән. Әмма һәр иккила партийә өз алдиға һөкүмәт қуруш үчүн йитәрлик болған санға еришәлмигән иди.

Көзәткүчиләр, әгәр маркел һөкүмәт қурса униң америка билән йеқинлишидиғанлиқини, шрөдирниң хитай билән йеқинлишиш сияситидин чәтнәйдиғанлиқини илгири сүргән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.