Германийидә парламент сайлими өткүзүлди
2005.09.19
Германийидики парламент сайлимида християн демократлар иттипақи аз кәм 1 % үстүнлүк билән сайламда ғәлибә қилди. Әмма һөкүмәт тәшкилләш үчүн йетәрлик санға еришәлмиди. Бу әһвал германийә сиясий вәзийитидә ениқсизлиқни кәлтүрүп чиқириши мумкин, дәп қаралмақта.
Сайлам нәтиҗисигә қариғанда ангела маркилниң христиан демократлар иттипақи сайлам белитиниң 35.2 % Гә, шридөрниң һакимийәт бешидики сотсиял демократлар партийиси 34.3 % Кә еришкән. Христиан демократлар иттипақи германийә парламентидики әң чоң партийигә айланған болсиму, әмма у һөкүмәт тәшкилләш үчүн йетәрлик санға еришәлмигәнликтин, һазирчә һөкүмәтни кимниң тәшкилләйдиғанлиқи мәлум әмәс.
Сайламда азғина кәм аваз билән 2 - ликкә еришкән шрүдөр, һөкүмәт тәшкилләш үчүн йетәрлик биләткә игиликини билдүрмәктә. У, христиан демократлар иттипақи билән бирләшмә һөкүмәт қурушни үмид қилидиғанлиқини тәкитлигән. Әмма маркил, һөкүмәт тәшкилләш һоқуқиға еришкәнликини елан қилди. Маркилниң иқрар қилишичә, у техиму яхширақ нәтиҗигә еришидиғанлиқини үмид қилған болсиму, әмма сайлам нәтиҗиси униң күткинидәк болмиған.
Көзәткүчиләр, маркилниң христиан демократлар иттипақи һөкүмәт тәшкиллисә, шрүдөр һөкүмитиниң " бейҗиңпәрәс" сияситини өзгәртип, хәлқара мәсилиләрдә америка билән бир мәйданда туридиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)