Германийидики тәшкилатлар, шредөрни хитай билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә сөһбәт елип беришқа үндиди


2004.12.07

Уйғур, тибәт , фалунгоң вә хитай демократлириға вәкиллик қилидиған германийидики тәшкилатлар, германийә баш министири герхард шредөрниң хитайни зиярәт қиливатқанлиқи, шундақла дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән берлинда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп , шредөрни хитай билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә сөһбәт елип беришқа үндиди.

Сәйшәнбә күни өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғини, германийидики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин уюштурулған. Йиғинға германийидики тибәтләр, хитай демократлар вә фалунгоңчилар билән биргә, мәркизи мюнхендики явропа шәрқий түркистан иттипақиниң муавин рәиси пәрһад муһәммиди , баш катип үмид агаһи қатарлиқ кишиләр иштирак қилған.

Йиғинда үмид агаһи, "шәрқий түркистан иқтисадиниң әһвали вә уйғурларда һашар" дегән темида сөз қилип, уйғур деһқанларниң екиспилататсийигә учраватқанлиқини, шәрқий түркистандики сияси мәһбусларға қаритилған өлүм җазалири һәққидә тохталған.

Йиғинда һәр қайси тәшкилатлар, хитайни зиярәт қиливатқан герхард шредөрниң, хитай һөкүмити билән болған мунасивәтләрдә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюп, бу саһәдә илгириләш һасил қилиш үчүн бейҗиң даирилиригә бесим ишлитишни тәләп қилған.

Шредөрниң хитайдики зиярити дүшәнбә күни башланған . У, сәйшәнбә күни ху җинтав билән сөһбәт өткүзгән, шундақла шу күни сода саһәсидики әрбапларға сөз қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.